Пакистан мәвҗутлуқи гуманлиқ “террорлуқ тәшкилати” ға қарши һәрикәт башлиған

Мухбиримиз әркин
2021.06.14
Пакистан мәвҗутлуқи гуманлиқ “террорлуқ тәшкилати” ға қарши һәрикәт башлиған Хитай ташқи ишлар министири ваң йи пакистан ташқи ишлар министири маһмут шаһ қурәши билән көрүшти. 2019-Йили 19-март, бейҗиң.
AP

Пакистан һөкүмити йеқинда аманлиқ күчлириниң райондики террорлуқ тәшкилатлириниң бири, дәп қаралған, бирақ мәвҗутлуқи гуманлиқ бир уйғур тәшкилатини йоқитиш үчүн һәрикәткә өткәнликини елан қилған. Һалбуки, хитай һөкүмити тәрипидин “шәрқий түркистан ислам һәрикити” дәп атилип, йеқинқи 20 йилдин бери уйғурларни бастуруш үчүн нами ишлитилип кәлгән бу тәшкилат, 2020-йили 11-айда “мәвҗутлуқиға аит дәлилләр йоқ” дегән сәвәб билән америка һөкүмитиниң террорлуқ тәшкилатлар тизимликидин чиқириветилгәниди.

Бирақ хитай ташқи ишлар министири ваң йи, пакистан ташқи ишлар министири маһмут шаһ қурәшиниң 3-июн күни афғанистан ташқи ишлар министири билән өткүзгән “3 тәрәп диалоги” ниң ахирида тәрәпләр қошма ахбарат елан қилип, “шәрқий түркистан ислам һәрикити” ни йоқитишни өз ичигә алған бир қатар вәдиләрни бәргән.

Хитай америка башчилиқидики бәзи ғәрб дөләтлири тәрипидин уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилиш билән әйиблинип, хәлқарада барғансери осал әһвалға чүшүп қеливатқан әһвалда шундақла хитайни җавабкарлиққа тартиш садалири күчийиватқан бир мәзгилдә униң пакистан билән ш т и һ ни “реал террорлуқ тәһдити” дәп елан қилиши вә пакистанниң уни йоқитишқа өткәнликини билдүрүши гуманлиқ соалларни пәйда қилди.

Америкадики “кор аналитик орни” ниң директори, “сиясий хәтәр” намлиқ тор журнилиниң мәсули доктор андерс корниң ейтишичә, хитай мәвҗутлуқиға аит интайин аз дәлилләр болған бу гуруһни өзиниң уйғурларға қаратқан “ирқий қирғинчилиқи” ни һәқлиқ қилиш үчүн қолланмақтикән.

Андерс кор өткән һәптә бу һәқтики зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “шәрқий түркистан ислам һәрикити мәвҗутлуқиға аит дәлилләр интайин аз болған тәшкилат. Хитай уни уйғурларни қоллайдиған барлиқ тәшкилатларға, шәхсләргә, тинч гуруһларға, кишилик һоқуқ тәләп қилип, шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиққа қарши кишиләргә һуҗум қилишта ишлитип кәлди. Хитай буниңдин пайдилинип тинчлиқпәрвәр уйғурларға һуҗум қилипла қалмай, өзиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқини һәқлиқ қилиш үчүн ишлитип кәлди”.

Бирақ йәнә бәзи мутәхәссисләр даириләрниң бу йәрдә “түркистан ислам партийәс” ни көздә тутқан болуши мумкинлики, чүнки бу гуруппиниң адәмлириниң аз болсиму афғанистанда барлиқини, бирақ уларниң пакистанда мәвҗутлуқи гуманлиқ икәнликини билдүрмәктә. Америкадики җорҗи вашингтон университети хәлқара тәрәққият программисиниң директори, профессор шон робертс бу пикирдики мутәхәссисләрниң бири.

У бу һәқтики зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “улар әмәлийәттә түркистан ислам партийәсини дәватиду. Чүнки, бу мәвҗут гуруппа. Уларниң көздә тутқуни бу. Бу гуруппа мәвҗут болсиму, бирақ уларниң пакистанда мәвҗут икәнлики ениқ әмәс. Улар афғанистанда мәвҗуттәк қилиду. Бирақ уларниң афғанистандики сани көп әмәс. Америка армийәси 2 йил аввал бу гуруһниң адәмлиригә бәдәхшанда зәрбә бәргәнликини ейтқан. Бу гуруппа афғанистанда мәвҗут болсиму, бирақ уларниң сани вә пакистандиму мәвҗут, дәп қаримаймән”.

Шон робертсниң ейтишичә, һазир өзини “шәрқий түркистан ислам һәрикити” дәп атайдиған бир гуруппа йоқ икән. У, хитайниң “түркистан ислам партийәси” ни “шәрқий түркистан ислам һәрикити” дәп атап келиватқанлиқини билдүрүп, бирақ бу гуруһниң хитайға “җиддий тәһдит” икәнликигә аит дәлил йоқлуқини билдүрди.

Шон робертс: “түркистан ислам партийәси сүрийәдә актип болуп кәлгән. Хитай һөкүмити уларниң сүрийәдики мәвҗутлуқини даим өзи үчүн тәһдит, дәп кәлгән болсиму, бирақ уларниң хитайға тәһдит икәнликигә даир дәлилләр йоқ” дәп көрсәтти. Униң қаришичә, бу “җиһатчи гуруһ” ниң афғанистандиму хитайға һәрқандақ тәһдит пәйда қилидиғанлиқиға ишәнмәк мүшкүл икән.

Шон робертс мундақ дәйду: “афғанистан хитайға йеқин болғачқа хитай т и п ниң афғанистандики мәвҗутлуқини йеқиндин көзитип кәлди. Бирақ бу аз сандики җиһатчи гуруһниң афғанистандиму хитайға һәрқандақ тәһдит пәйда қилидиғанлиқиға ишәнмәк мүшкүл. Уларниң хитайға кириш еһтималлиқи бардәк қилмайду шундақла уларниң хитайниң чәтәлдики мәнпәәтлиригиму һуҗум қилиш иқтидари барлиқиға даир дәлилләр йоқ. Бирақ улар талибанлар билән иттипақдаш. Мана бу пакистан билән афғанистанниң хитайға ярдәм беришни халишидики сәвәбтур”.

“һәптилик хәвәрләр” журнилиниң билдүрүшичә, америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси американиң бу мәсилидики позитсийәсини шәрһләп “чүнки, он нәччә йилдин бери бу тәшкилатниң мәвҗутлуқиға аит ишәнчлик дәлилләр тепилмиди” дегән шундақла йәнә “биз ш т и һ ниң хитайниң кәң уйғур актиплирини вә кишилик һоқуқ тәшәббусчилирини өз ичигә алған һәр хил уйғур паалийәтчилирини террорлуқ тәһдити дәп хата сүрәтләштә ишлитиватқанлиқини баһалаватимиз” дәп көрсәткән.

Бирақ пакистанниң б д т да турушлуқ вәкили мунир әкрәм “шәрқий түркистан ислам һәрикити” ни мәвҗут болған “реал террорлуқ тәһдити” дәп көрситип, пакистанниң уни йоқитиш үчүн хитай билән һәмкарлишидиғанлиқини ейтқан.

Биз 8-июн пакистанниң җәнвәдики вәкилигә телефон қилип, уларниң бу мәсилидики қаршини елишқа тиришқан болсақму, вәкил ишханисиниң хадими “өзиниң бу мәсилигә җаваб бериш салаһийити йоқлуқи” билдүрүп, соалимизға җаваб беришни рәт қилди.

Доктор андерс корниң қаришичә, пакистанниң хитайни сәһнә билән тәминләп, униң уйғурларни бастурушиға һәмкарлишиши зор хаталиқ икән. У пакистанниң хитайға һәмкарлишип, хәлқара қанунларға хилаплиқ қилғанлиқи, униңға иқтисади җаза йүргүзүш керәкликини билдүрди.

Андерс кор: “пакистан рәһбәрлири хитай компартийәси билән мурәссәлишип, униң йолиға кирип, пакистан хәлқиниң игилик һоқуқи вә уйғурларни интайин хәтәрлик гирдапқа елип кәлди. Чүнки, һазир пакистан уйғурларни хитайға қайтуруп берип, хәлқара қанунға хилаплиқ қиливатиду. Шуңа, пакистанниң мәйдани, уйғурлар ирқий қирғинчилиққа учраватқанда хитай билән һәмкарлишиши һәқиқәтән әйиблинишкә тегишлик. Униңға хитай билән һәмкарлашқанлиқи үчүн иқтисадий җаза қоюш керәк”, деди.

Бәзи уйғур мутәхәссислириниң қаришичә, хитай мәқсити пакистан арқилиқ дуняға уйғурларниң “террорлуқ тәһдити мәвҗут” дегән учурни тарқитип, өзиниң уйғур елидики бихәтәрлик тәдбирлирини һәқлиқ көрситиш икән. Түркийәдики вәзийәт анализчиси мәмәт тохти атавулла 8-июн радийомизниң бу һәқтики зияритини қобул қилди.

Мәмәт тохти атавулла йәнә уйғурларниң йүксәк һошярлиқни сақлап, бу хил оюнларға кәлмәслики, өзиниң һәрикитини мәвҗут хәлқара система вә хәлқара қанунлардин пайдилинишқа қаритишиниң интайин муһим икәнликини билдүрди.

Пакистан “шәрқий түркистан ислам һәрикити” гә қарши һәрикәт башлиғанлиқини елан қилишиниң бир қанчә айлар алдида афғанистан дөләт бихәтәрлик идариси кабулда ш т и һ әзалириниң қияпитигә киривелип, адәм топлиған бир “сахта җиһатчилар” гуруһини қолға алған.

Афғанистан тәрәп әгәр хитай кәчүрүм сориса бири аял болуп 8 уйғур, 2 хитайдин тәркиб тапқан бу “хитай җасуслуқ гуруһи” ни хитайға қайтуруп беридиғанлиқини билдүргән.

Мәлум болушичә, бу җасуслуқ гуруһи афғанистан президентиниң кәчүрүм қилишиға еришип, бу йил 1-айниң башлирида хитайға қайтуруп берилгән. Хитай тәрәп айропилан әвәтип, өзиниң бу җасуслуқ гуруһини елип кәткән. Бирақ, бу вәқә кишиләрдә хитайниң уйғур “җиһатчилиқини” ни қандақ суйиистемал қиливатқанлиқи тоғрисидики гуманни техиму күчәйткәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.