Уйғур елиниң йеңи партком секретари тәминат зәнҗирини заманивилаштуридиғанлиқини билдүргән

Мухбиримиз әркин
2021.12.29
Уйғур елиниң йеңи партком секретари тәминат зәнҗирини заманивилаштуридиғанлиқини билдүргән Уйғур аптоном районлуқ парткомниң йеңи тәйинлигән секретари ма шиңрүй гуаңдуң өлкисиниң башлиқи мәзгилидә “лайиһә тәрәққият” темисидики сөһбәт йиғинида. 2019-Йили 21-феврал, хоңкоң.
AP

Хитай компартийәсиниң өткән һәптә туюқсиз гуаңдуң өлкисиниң башлиқи ма шиңрүйни уйғур аптоном районлуқ партком секретарлиқиға йөткәп келип, чен чүәнгони қайтуруп кетиши, хәлқараниң алаһидә диққитини қозғиған. Хәлқаралиқ анализчилар хитайниң бу һәрикитигә қарита һәр хил қиясларда болғаниди. Нөвәттә, хитайниң ма шиңрүйни йөткәп келиш мәқсити вә униң районда қандақ сиясәт йүргүзидиғанлиқиниң дәсләпки аламәтлири көрүлүшкә башлиған.

Хитай таратқулириниң хәвәр қилишичә, ма шиңрүй 27-декабир күни үрүмчи иқтисадий-технологийә тәрәққият районини зиярәт қилғанда өзиниң мәзкур районда йүргүзидиған сияситидики алдинқи нуқтиларниң дәсләпки бишарәтлирини бәргән. Униң ейтишичә, районда “тәминат зәнҗирини заманивилаштуруш”, хәлқаралиқ сода шараитини юқири көтүрүш, мәбләғ селишни алға сүрүп, карханиларни қоллашта баҗ кәчүрүм қилишни өз ичигә алған техиму көп ишларни қилиш, болупму хәлқаралиқ содини алға сүрүш керәк икән.

Ма шиңрүй хитай һөкүмити уйғур “ирқий қирғинчилиқи” түпәйли қаттиқ хәлқара бесимға учраватқан, болупму америка президенти байден “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ға имза қоюп, дуня базиридики қуяш енергийә тахтисиниң муһим хам әшяси-көп арилашмилиқ киримней маддиси, шундақла пәмидур вә пахта мәһсулатлириниң асаслиқ базиси болған уйғур районида ишләпчиқирилған мәһсулатларниң америкиға киришини чәклигән бир вақитта йөткәп келингәниди.

Бәзи анализчиларниң қаришичә, ма шиңрүйниң сөзи хитайниң уйғур мәҗбурий әмгәк түпәйли күчлүк хирисқа дуч кәлгән дуня тәминат зәнҗиридики орнини давамлиқ сақлап қалмақчи болуватқанлиқини билдүриду. Голландийәдә турушлуқ уйғур паалийәтчи, вәзийәт анализчиси асийә уйғурниң ейтишичә, ма шиңрүйниң тәминат зәнҗирини заманивилаштуруши “мәҗбурий әмгәк һалитигә кирип болған уйғурлар” ниң әһвалини техиму еғирлаштуридикән.

Ма шиңрүй илгири 5 йилдәк хитайниң әң чоң експорт базиси болған гуаңдуң өлкисиниң башлиқлиқ вәзиписини өтигән. У өткән һәптә уйғур илиға йөткәп келинип райондики әмәлдарларға ачқан тунҗи йиғинида, узун муддәтлик муқимлиқ давамлиқ “баш нишан” болсиму, бирақ мәркизий нуқтиниң “тәрәққият билән бихәтәрликни тәңшәшкә” қаритилидиғанлиқини ейтқан. Америкадики йәнә бәзи анализчиларниң қаришичә, маниң сөзи бейҗиңниң уйғурлар сияситидә бирәр өзгириш болидиғанлиқини ипадилимәйдикән. Америкалиқ обзорчи вә адвокат, “хитайниң кәлгүси йиқилиши” намлиқ китабниң аптори гордон чаң, хитайниң уйғур сияситини аптоном районлуқ партком секретари бекитмәйдиғанлиқини билдүрди.

Гордон чаң 29-декабир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “әгәр бейҗиңниң уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә тутқан сияситидә һәрқандақ бир өзгириш болса, бу өзгириш техиму яман болиду. Чүнки, партком секритариниң алмишиши яхшилиниш болидиғанлиқидин дерәк бәрмәйду. Әксичә бу сиясәт партком секретари тәрипидин бекитилмәйду. Бәлки, сиясий бюр даимий комитети вә ши җинпиң тәрипидин бекитилиду. Улар наһайити ениқ қилип уйғурларни мәңгүлүк йоқитидиғанлиқини ейтқан”.

Гордон чаңниң билдүрүшичә, униң хитайниң һазирқи сияситидә өзгириш болмайду, өзгириш болса техиму начарлишиду, дәп қаришидики сәвәб, “чүнки ши җинпиң хәлқара җәмийәтниң хитайға қарита униң ирқий қирғинчилиқ, инсанийәткә қарши җинайәт садир қилғанлиқиға қарши җаза йүргүзүшигә ишәнмәйдикән”.

У йәнә хитайниң партком секритарини алмаштуруш арқилиқ нормал хәлқара содини давамлаштурмақчи болуватқанлиқини билдүрди.

Гордон чаң мундақ дәйду: “әлвәттә, улар америкаға охшаш дөләтләрниң шинҗаңда ишләпчиқирилған мәһсулатларни алмаслиқидин әндишә қилиду. Лекин бу хитайниң сиясити әркинлишидиғанлиқини көрсәтмәйду. Униң сиясити бурунқидәк давамлишиду. Бу йәрдә хитай пәқәт өзиниң нормал содисини давамлаштурмақчи болуватиду. Бирақ униң билән нормал мунасивәт қилиш әхлақий җәһәттин хата, шундақла униң билән сода қилишму хата. Чүнки, бу шинҗаң мәһсулатлирини сетивалғанларни хитайниң гео-сиясий ғәлибисигә елип баридиған қалаймиқанчилиқларға дучар қилиду”.

Ма шиңрүй 27-декабир қилған сөзидә йәнә, уйғур райониниң бир бәлвағ бир йол ул әслиһәләр қурулушиға актип мулазимәт қилиши, униңға маслишиши, районниң тәминат зәнҗири заманивилаштурулупла қалмай, баҗ кәчүрүм қилишни өз ичигә алған хәлқаралиқ сода қилиш шәрт-шараити юқири көтүрүлүши керәкликини ейтқан. У “мәбләғ селишни алға сүрүшни күчәйтиш, карханиларни қоллаш вә йеңилиқ яритишни қозғитиш тәдбирлирини йолға қоюш зөрүрлүки” ни билдүргән.

Асийә уйғурниң көрситишичә, хитай уйғур елидики наһийәләрдә чоң кархана, йеза-базарларда көләмләшкән оттура дәриҗилик кархана, кәнтләрдә микро кархана, аилиләрдә аилә карханилирини қуруп, гәвдиләшкән бир система бәрпа қилған, шундақла буни 19 өлкә-шәһәр арқилиқ хәлқара тәминат зәнҗиригә бағлиған. У “һәммә саһәни издисәк, униң арқисида уйғур ирқий қирғинчилиқиға мунасивәтлик бир детал тепилиду” деди.

Лекин хитайдики бәзи мутәхәссисләр бейҗиңниң “шинҗаң мәһсулатлири” ни пойиз йоли арқилиқ явропаға експорт қилишқа күчәйдиғанлиқини билдүргән. Бирақ “куартз” тор гезити йеқинда бәргән бир хәвиридә, хитайниң йиву шәһиридин үрүмчи-қорғас, қазақистан вә русийә арқилиқ явропаға баридиған төмүрйол қатнишиниңму кашилиға учриғанлиқи билдүрүлгән. Хәвәрдә ейтилишичә, йеқинқи 2 йил ичидә хитайниң явро-асия төмүр йоли арқилиқ явропаға мал йөткәш еһтияҗи шиддәтлик артип, 176% ашқан болсиму, бирақ хитай билән литва арисидики ихтилап, полша-беларусийә чеграсидики мусапирлар кризиси, украинаниң русийә билән болған чегра тоқунуши қатарлиқ сәвәбләр түпәйли нурғун мәһсулат хитай чегра еғизлирида бесилип қалған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.