Тарихчи тохти музатниң сирлиқ өлүми инкас қозғиди
2015.05.29

Тохти музат түрмигә қамалғандин кейин, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин дуня уйғур қурултийи, японийә һөкүмити вә хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитидин тохти музат әпәндини қоюп беришни тәләп қилип һәр хил паалийәтләрни давамлаштурған иди. 2009-Йили 10-февралда йәни бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңиши хитайниң кишилик һоқуқ хатириси үстидин тәкшүрүп елип бериватқан мәзгилдә, у муддәттин бир йил бурун түрмидин қоюп берилгән.
Мәрһум тарихчи тохти музат уйғур тарихиға даир “уйғур тарих мәдәнийәт тәтқиқати”, “оттура әсир уйғур җәмийити һәққидә тәтқиқат”, “оттура әсир уйғур тарихи һәққидә тәтқиқат” қатарлиқ сәмәрилик әмгәклири билән тонулған тәтқиқатчи иди. Иҗтимаий таратқулардики учурлардин мәлум болушичә, тохти музат әпәнди 2009-йили хитай түрмисидин қоюп берилгәндин кейин, хитай һөкүмити униң японийәгә қайтип аилиси билән җәм болушиға йол қоймиған. 10 Йиллиқ түрмә һаятидин кейин тохти музат әпәнди бейҗиңда һөкүмәт даирилириниң тәқибий астида тарих тәтқиқати вә илмий әмгикини давамлаштурған. Униң әһвалини йеқиндин билидиғанларниң язған инкаслиридин мәлум болушичә, у “қәдимки уйғур қанун вәсиқилири һәққидә тәтқиқат”, “қәдимки уйғур мәдәнийити һәққидә тәтқиқат”, “тарихий рәшидидин кейинки 300 йил” қатарлиқ әмгәклири үстидә җиддий ишләватқан болуп, әмма рәһимсиз әҗәл наһәқчиликләрни йәткүчә тартқан бу илим саһибини өз әмгәклирини тамамлимай туруп аримиздин елип кәткән.
Бүгүн фейсбок қатарлиқ иҗтимаий учур васитилиридә мәрһумниң вақитсиз өлүмигә қарита қайғулуқ тәзийә, чоңқур ечиниш инкаслири йезилиш билән биллә униң сирлиқ өлүмигә қарита гуманий қарашларму оттуриға қоюлди.
Бу инкасларда мәрһумниң уйғур тарихи тәтқиқатидики илмий әмгәклири, 1998-йили феврал ейида японийәдә уйғур тарихи тәтқиқати һәққидики китаби үчүн материял топлаш үчүн үрүмчигә кәлгән мәзгилидә, хитай дөләт бихәтәрлики сақчилири тәрипидин тутқун қилинип, “дөләт мәхпийәтликини оғрилаш” җинайити билән әйиблинип 12 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған мәзгилдики әһваллар,2009-йили хәлқараниң қаттиқ бесими билән хитай түрмисидин җаза муддитидин бир йил илгири қоюп берилгәндин кейин хитай һөкүмитиниң тәқибий астида тарих тәтқиқатини давамлаштуруп кәлгән һаяти вә туюқсиз йүз бәргән сирлиқ өлүми һәққидики пәрәзләр оттуриға чиқти.
Тарихчи тохти музат хитай түрмисидә ятқан мәзгилләрдә униң қоюп берилиши үчүн паалийәт елип барған чәтәлләрдики сиясий паалийәтчиләр вә уйғур зиялийлиридин дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә һәйәт мудири долқун әйса әпәнди вә шиветсарийәдики уйғур зиялий абдушүкүр әпәндиләр радиомиз зияритини қобул қилип, тохти музат әпәндиниң туюқсиз өлүмигә болған қайғуси, қаттиқ ечиниши вә гуманий қарашлирини оттуриға қойди.
Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.