Дуня уйғур қурултийи хитайни үрүмчи өсмүрләр түрмисидики вәқәниң тәпсилатини ашкарилашқа чақирди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.05.30
Eli-Mamut-muddetsiz-qamaq-turme-sot-305.jpg Террорлуққа күч топлиған вә рәһбәрлик қилған, дәп муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған мәһбус ели мамутниң кесилиштин 2 йил бурунқи, йәни толуқсиз оттурини пүттүргән чағдики рәсими.
Photo: RFA

Үрүмчи өсмүрләр түрмисидә йүз бәргән қанлиқ вәқә һәққидә илгириләп әһвал ениқлишимиз давамида вәқәниң сақчи зораванлиқидин келип чиққанлиқи байқалди.

Бүгүн бу һәқтә пикир баян қилған дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети мудири долқун әйса йеқинқи мәзгилләрдә уйғур районидики түрмиләрдә йүз бәргән қейин -қистақ вә зораванлиқлар вә буниң паҗиәлик ақивити һәққидә өзлиригә көпләп учур келиватқанлиқини билдүрди. Долқун әйса хитайни өсмүрләр түрмисидики вәқәниң тәпсилатини ашкарилашқа чақирди.

Бүгүн нам-шәрипини ашкарилашни халимиған бир сақчи хадиминиң баян қилишичә, уланбай түрмә сақчилири түрмидә ишарәт арқилиқ намаз ибадитини ада қиливатқан бир уйғур мәһбусни байқап, уни нөвәтчиханиға әкирип сорақ қилған вә сорақ давамида сақчи ислам динини вә мәһбусни һақарәт қилидиған сөзләрни қолланғачқа, мәһбус нөвәтчиханидики бир орундуқни қолиға елип сақчиға қаршилиқ көрсәткән, сақчи һәйвә қилиш үчүн оқ чиқарғинида оқ мәһбусниң әҗәллик йеригә тегип һаятидин айрилған. Оқ авазини аңлиған вә җәсәтни көргән мәзкур түрмидики 40-50чә мәһбус нөвәтчиханидики 3 сақчини қоршавға еливалған, вәқәдин хәвәр тапқан алаһидә сақчи қисим нәқ мәйданға йетип келип, нөвәтчиханини қоршивалған мәһбусларға оқ чиқарған вә вәқәни қанлиқ шәкилдә бесиқтурған. Йәнә бу сақчи хадими вәқәдә бирқанчә мәһбусниң өлгәнлики вә бир сақчиниң яриланғанлиқидин хизмәтдашлири арисида тарқалған еғизаки учурларға асасән хәвәр тапқанлиқини ейтти, у һәқиқий әһвални пәқәт дело беҗиргүчиләрниңла билидиғанлиқини баян қилди.

Әмма радйомизға кәлгән бу һәқтики инкаста, вәқәдә 10 яки 12 киши өлгәнлики, буниң 3 нәпириниң сақчи икәнлики, өлгән сақчилардин бириниң исминиң хәмит икәнлики баян қилинған. Әмма бу һәқтики ениқлашлиримиз давамида, сақчилар охшашла бу вәқәдин хәвәрсизлики яки мәлумат берәлмәйдиғанлиқини тәкрарлиди. Бүгүн бу һәқтә пикир баян қилған дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети мудири долқун әйса, бу вәқәниң бу йил ичидә түрмидә йүз бәргән тунҗи қанлиқ вәқә әмәсликини билдүрди. У “вәқәниң сир тутулушиниң өзила, вәқәниң чоңлуқи вә ақивитиниң ечинишлиқлиқи, шундақла мәсулийәтниң сақчилар тәрәптә икәнликиниң ениқ бир испати” деди.

“әгәр хитай сақчилирида бир хаталиқ болмиған яки мәһбуслар бир интизамсизлиқ қилған болса, хитай тәрәп буни ашкарилашта иккиләнмигән болатти” дегән долқун әйса, хитайни вәқәниң тәпсилатини ашкарилашқа, вәқәдә зиянкәшликкә учриған мәһбусларниң аилә-тавабиатлирини әһвалдин хәвәрләндүрүшкә, вә бу вәқә һәққидә растни ашкарилаш арқилиқ көптүрүлмә хәвәрләрниң җәмийәттә тарқилишиниң вә униң зийининиң алдини елишқа дәвәт қилди. Долқун әйса сөзиниң ахирида б д т қатарлиқ хәлқара тәшкилатларни уйғур районида түрмиләрниң вәзийитигә көңүл бөлүшкә вә у йәрдә йүз бәргәнлики ашкариланған бу хил паҗиәлик вәқәләрни тәкшүрүшкә мустәқил гуруппиларни әвәтишкә дәвәт қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.