Хитай содигәрниң қағилиқ вәзийити һәққидики шикайити (4)
2017.08.28
“нөвәттики муқимлиқ тәдбирлири техиму қаттиқ қаршилиқни қозғишидин әнсирәймән”
2007-Йили шәндуң өлкисидин қағилиққа келип ширкәт ачқан бир хитай содигәр, йеқинқи 10 йилдин буян қағилиқта барғанчә күчәйгән муқимлиқ тәдбирлиридин әндишисини ипадилиди. Сөһбитимизниң бүгүнки қисмида, у нөвәттә йолға қоюлған қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири сәвәблик қаримаққа вәзийәт тинчтәк көрүнсиму, әмма уйғурлардики барғанчә күчийиватқан наразилиқ кәйпиятиниң техиму қаттиқ қаршилиқни қозғишидин әнсирәйдиғанлиқини билдүрүп, һөкүмәт даирилириниң нөвәттики сияситини өзгәртишини үмид қилидиғанлиқини ипадилиди.
2007-Йилдин буян өзиниң қағилиқта тиҗарәт қиливатқанлиқини билдүргән хитай содигәр, нөвәттә уйғурларға қаритилған диний етиқад чәклимиси, дөләт тили намида маарипни хитайлаштуруш сиясити, муқимлиқни баһанә қилип, уйғурларниң өз юртидин сиртларға чиқип әркин ишлишини чәкләш вә идийиви тәрбийә намида сиясий өгинишкә мәҗбурлаш, һәммә җайға көзитиш камералирини орнитиш, сақчиларни һәссиләп көпәйтиш қатарлиқ муқимлиқ тәдбирлириниң көрүнүштә үнүми болуватқандәк қилсиму, әмма бу хил қаттиқ сиясәт-бәлгилимиләрниң уйғурларниң наразилиқини барғанчә күчәйтип, йәрликтики уйғурлар билән хитай һөкүмити вә хитай көчмәнлири оттурисидики зиддийәтни барғанчә өткүрләштүрүватқанлиқини агаһландурди.
Мухбир: сизниңчә, нөвәттә қағилиқта диний кәйпият қоюқму?
Хитай содигәр: һөкүмәт бултурдин башлап бу йәрдә бу мәсилини йәни диний етиқад мәсилисини нуқтилиқ тутти. Әмма, буниң чоң үнүми болмиди дәп қараймән. Билишимчә, бу йил рамзан мәзгилидә йәнила %90 тин артуқ уйғур йәнила(мәхпий) роза тутти.
Мухбир: шундақму? 90% тин артуқ адәм роза тутқан болса, мәктәпләрдики оқутқучи-оқуғучиларчу? уйғурлар һазир йүргүзүлүватқан дөләт тили маарипиға қандақ инкаста?
Хитай содигәр: мәктәпләрдики оқутқучи-оқуғучиларни таза билмәйдикәнмән. Әмма, һазир дөләт тили маарипи балилардин башлапла йүргүзүлүватиду.
Мухбир: игилишимизчә, бу йил 9-айдин башлап мәктәпләрдә уйғур тили дәрсликлири ишлитилмәйдикән, дөләт тили намидики хитайчә дәрсликләр ишлитилидикән. Йәрликтики инкаслардин бирқисим кишиләрниң буниңға нарази болғанлиқи мәлум. Сиздин бу әһвални билип бақай дегән.
Хитай содигәр: наразилиқи әлвәттә күчлүк болиду-дә. Сән улардин мәҗбурлаш васитиси билән өз тилиңдики дәрсликни ишлитишни тәләп қилсаң, наразилиқ кәйпиятиму күчлүк болиду-дә.
Мухбир: сизниңчә, йәни силәр хән миллитиниң қаришичә, һөкүмәт һазир йүргүзүватқан бир қисим тәдбирләрдә радикаллишиш күчлүкму? хитай содигәр:-әлвәттә мениңчә, бир қисим тәдбирләрдә радикаллиқ еғир болуватиду.
Мухбир: биз бәзи рәсим вә көрүнүшләрдин сақчилар вә қораллиқ әскәрләрниң кочиларда қораллиқ поста турғанлиқини көрдуқ. (Хитайниң) һөкүмәт таратқулирида буниң пуқраларға хатирҗәмлик туйғуси бериш үчүн елинған тәдбир икәнлики тәкитләнмәктә. Әмма, чәтәл таратқулирида бу хил қаттиқ тәдбирләрниң кишиләрдә қорқунч туйғуси пәйда қилидиғанлиқи тилға елинмақта. Сизниңчә қандақ?
Хитай содигәр: мениңчә, бу хил әһвал йәрлик уйғурларда вәһимә вә қорқунч туйғуси қозғайду. Һес қилишимчә, наразилиқ кәйпияти күчлүк, дүшмәнлик нәзирини уларниң көзидин көрүш мумкин, әмма, улар сизгә буни ейтмайду. Һазир уйғурлардики наразилиқ кәйпияти барғанчә күчийиватиду вә топлиниватиду, бу мени әнсиритиду.
Мухбир: силәргә охшаш ширкәт ашқан карханичилар, бу тәдбирләрниң тиҗаритиңлардики әкс тәсирини инкас қилмидиңларму? һазир бир бәлвағ бир йол иқтисадий қурулуши тәкитлиниватидиғу?
Хитай содигәр: һәй немисини дәйсиз? һазир йәрликниң сиясити һәммидә муқимлиқни тәкитләш, муқимлиқ хизмитини чиң тутуш. Улар үчүн иқтисадий қурулуш мәсилә әмәс.
Бу хитай содигәр әгәр йәрлик даириләр өз сияситидә йәнила муқимлиқни тәкитләп, уйғурларға қарита башқуруш, бойсундуруш характеридики сиясәтни давамлаштурса, йеқин кәлгүсидә 2009-йилдики 5-июл наразилиқ вәқәсидинму чоң болған йәнә бир қетимлиқ зораванлиқ вәқәсиниң йүз бериши мумкинликини агаһландурди.
Хитай содигәр: мениңчә, даириләр һазир бу җайда муқимлиқни сақлашни зиядә тәкитлигәнлики сәвәблик зиддийәт барғанчә өткүрләшкән бир вәзийәтни өзи пәйда қиливатиду. Мән шинҗаңға кәлгинимгә 10 йил болай деди. Дәсләп кәлгән чағларни сеғиниш ичидә әсләймән. У чағларда уйғурлар билән хәнзулар азадә параңлишаттуқ, психик җәһәттиму тосалғулар йоқ иди. Һазир башқилар (уйғурларни демәкчи) сән билән сөзлишишкә җүрәт қилалмайду, раст гепини қилмайду!
У нөвәттә, уйғур диярида йүргүзүлүватқан сиясәтни “юқири бесимлиқ бастуруш сиясити” дәп тәрипләп, бу хил сиясәтниң яман ақивитидин әнсирәватқанлиқини мундақ ипадилиди: “растини ейтқанда, һазир йүргүзүлүватқан бу хил юқири бесимлиқ қаттиқ бастуруш сиясити сәвәблик, уйғурлар зор көләмлик қаршилиқ һәрикити елип беришқа җүрәт қилалмайду. Әмма, мән шуни һес қилимәнки, уйғурлардики наразилиқ кәйпияти һазир күчийиватиду, улғийиватиду. Әмма, бу хил қаршилиқ кәйпияти һаман бир күни партлаш характерлик һәрикәткә айлиниду. Уларға қаратқан бастурушуң күчәйгәнсери, қаршилиқму шунчә күчлүк болиду. Һазир әлвәттә көрүнүштә бу хил наразилиқ ашкара ипадиләнмиди. Әмма көзитишимчә, һазир уйғурларда бу хил радикал қаршилиқ кәйпияти барғанчә күчийиватиду, әгәр, йәнә бир қетимлиқ зораванлиқ қаршилиқ йүз бәрсә, униң ақивити 5-июл вәқәсидинму еғир болуши мумкин!”
Мухбир: сиз һазир өзиңизни бихәтәр һес қиламсиз?
Хитай содигәр: әлвәттә мән өзүмни йәнила бихәтәр һес қилимән. Сәвәби мән йәрлик аз санлиқ милләтләр билән йеқин мунасивәтни сақлап кәлдим. Мәйли ширкитимдә ишләйдиған ишчилар болсун яки башқа уйғурлар болсун, мән улар билән даим муңдишимән, сирдишимән. Узун йил болди, мениң улар билән мунасивитим яхши. Шуңа мән улардин хатирҗәм.
Сөһбитимиз ахирида, бу хитай содигәрдин һазир һөкүмәт йүргүзүватқан сиясәткә қарита қандақ тәклиплири барлиқини сориғинимизда, у һөкүмәтниң нөвәттә йүргүзүватқан юқири бесимлиқ сияситини өзгәртишини, уйғурларға әркин яшаш пурсити беришини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Мухбир: сиз бир содигәр, карханичи болуш сүпитиңиз билән һөкүмәткә қандақ тәклип-тәләпни сунмақчи?
Хитай содигәр: уйғурларда бу хил қаршилиқ кәйпиятиниң күчийишигә сәвәб болған әң һалқилиқ мәсилә, муқимлиқни тутушқила әһмийәт берилип, уларниң турмуши капаләткә игә қилинмиди. Уйғурлар әркин әмәс. Уйғурларниң сиртларға чиқип әркин ишлишигә, халиған җайларға берип пул тепишиға йол қоюлмайватиду. Бу хил чәклимә пәқәт қағилиқтила әмәс, бәлки пүткүл җәнубий уйғур районида йолға қоюлди. Һазир муқимлиқни қоғдаш үчүн һәммә адәм өз юртида туруши керәк дегән муқимлиқ тәдбири йолға қоюлди. Бу сәвәбтин қағилиқ наһийисидики уйғурларниң башқа җайларға ишләш үчүн беришиға рухсәт қилинмайду, һәтта уйғур деһқанлириниң өз йезидин айрилип наһийә тәвәсидики ширкәт-завутларға келип ишлишигиму рухсәт қилинмайду. Шуңа һазир бизгә охшаш ширкәт ачқанларму йәрлик уйғурларни ишлитишкә амалсиз қеливатимиз. Идийисидә мәсилә бар дегән баһанидә уйғурлар һәр хил намлардики тәрбийиләш орунлириға мәҗбурий апириливатиду. Қағилиқта һазир төттин бир қисим уйғур тәрбийиләш мәркәзлиридә идийиви тәрбийә баһанисидә тутқунда, мениң ширкитимдинму 4 уйғур у җайға апириветилди. Улар наһайити яваш яхши кишиләр иди. Мениңчә, бу әһвал өзгәртилиши керәк. Әгәр деһқанларниң қолида пул болса, улар пул тапалиған болса, уларниң сиртларға бериш әркин ишлишигә, пул тепип баяшат яшишиға рухсәт қилинған болса, уларда бу хил радикаллиқ идийиси болмиған болатти. Уларму өзлириниң бәхтлик турмушидин ваз кечип, меңишқа болмайдиған бу йолни таллимиған болатти. Уйғурларға нисбәтән кәңри сиясәт йүргүзүлүши керәк, бу һәммимиз үчүн пайдилиқ.
Хитай һөкүмитиниң йеқини айлардин буян уйғур районида, болупму җәнубий уйғур елида бихәтәрлик тәдбирлирини һәссиләп күчәйткәнлики, нөвәттә хәлқара таратқуларда қизиқ нуқтиға айланған мәсилиләрниң бири. Әркин асия радийоси қатарлиқ таратқуларда, районда сақчи вә қораллиқ сақчиларниң барғанчә көпәйтилип, уйғурларниң һәр хил баһаниләрдә тутқун қилиниватқанлиқи һәққидә йәрликтин игилигән әһваллар хәвәр қилиниватқан болса, ройтерс, нюйорк вақти қатарлиқларда хәлқарада тонулған вәзийәт анализчилириниң уйғур райони һәққидики баһаси вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң доклат-баянатлиридин нәқил елинип, уйғур дияриниң “сақчилар дөлитигә айландурулғанлиқи” тәкитләнгән иди.
Хитай таратқулириниң әң йеқинқи хәвәрлиридиму уйғур аптоном районидики муқимлиқни қоғдаш үчүн сақчиларниң йәнә көпәйтилидиғанлиқи илгири сүрүлүп, һөкүмәт даирилириниң 2017-йилниң кейинки йеримида уйғур дияриниң “бихәтәрлик хадимлирини көпәйтиш үчүн 80 миңдин артуқ хизмәт орниға елан чиқарғанлиқи” хәвәр қилинған иди.