Даириләр 5-июл мәзгилидә бейҗиңдики уйғур әрздарлириға қаритилған контроллуқни күчәйтти

Бейҗиңдики уйғур әрздарларниң радиомизға билдүрүшичә, 5-июл үрүмчи вәқәсиниң 3 йиллиқ һарписи йеқинлашқан бирнәччә күндин буян, бейҗиңдики уйғур әрздарлириға қаритилған контроллуқ барғанчә күчәйтилгән болуп, даириләр уйғур әрздарлирини бейҗиңдин өз юртлириға елип кетиш үчүн тутқун қилишни башливәткән.
Мухбиримиз меһрибан
2012.07.03

Әрздарларниң билдүрүшичә, 1-июл йәкшәнбә күни уйғур әрздарларни елип кетиш үчүн бейҗиңға әвәтилгән сақчи һәм кадирлар, бейҗиңдики әрздарлардин турапҗан, өмәрҗан қатарлиқ 7 кишини тутуп, уларни айрим-айрим һалда бейҗиңдики шинҗаң иш беҗириш орни һәм қәшқәр иш беҗириш орниға нәзәрбәнд қилған.

Игилигән учурлардин мәлум болушичә, бирнәччә күндин буян бейҗиңдики 20 нәччә нәпәр уйғур әрздар уларни елип кетиш үчүн юртлиридин әвәтилгән сақчи-кадирларниң уларни мәҗбурий һалда елип кетишидин сақлиниш үчүн йошурунуп йүрүшкә мәҗбур болмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.