Афғанистанниң җәнубий вә шәрқий районлирида елип берилған һәрбий һәрикәтләрдә 20 дин артуқ милитант вә икки афған әскири өлгән
Мухбиримиз өмәр қанат
2008.11.01
2008.11.01
Хәвәрләргә қариғанда, афғанистандики талибан қалдуқлири афған миллий армийиси вә афғанистандики иттипақдаш армийә қисимлириға қаратқан һуҗумлирини күнсери күчәйтиватқан болуп, нөвәттә афғанистанда паалийәт елип бериватқан 70 миң әтрапидики иттипақдаш армийә қисимлири, талибанларниң һуҗумлириниң алдини елип афғанистанда тинчлиқни қайтидин тикләштә қийинчилиқларға дуч кәлмәктә. Шуңа ирақтики бир қисим әскәрлирини афғанистанға йөткәшкә башлиған америка һөкүмити, афғанистанға әскәр әвәткән дөләтләрдин, һәрбий қисимлирини көпәйтишни тәләп қилмақта.
Бәзи мутәхәссисләр, йеқинда америка мәркизи қоманданлиқ штабиниң баш қоманданлиқ вәзиписигә тәйинләнгән, америкиниң ирақтики һәрбий қисимлирини баш қомандани генрал девд петрос, ирақтики тәҗрибилиридин пайдилинип, афғанистандики мәвҗут өзгәртиши мумкин дейишмәктә.
Көпчиликкә мәлум болғандәк, генрал девд петрос президент буш тәрипидин ирақтики америка һәрбий қисимлириниң баш қомандани болуп тәйинләнгәндин кейин, ирақтики қаршилашқучи күчләр қаттиқ зәрбиләргә учрап ирақниң вәзийитидә көзгә көрүнәрлик бир илгириләш мәйданға кәлгән иди.