Алтайға қатниған пойиз техиму көп хитай көчмини келидиғанлиқиниң бешарити дәп қаралмақта
Мухбиримиз ирадә
2011.06.02
2011.06.02
Шинхуа агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридин қариғанда, куйбей төмүр йол линийисиниң омумий узунлуқи 468 километир болуп, бу линийә алтай, чөчәк вә қарамай қатарлиқ асаслиқ вилайәт вә шәһәрләрдин өтидикән.
Уйғур елиниң шималиға җайлашқан алтай вә чөчәк вилайәтлири земини кәңри, адәм шалаң вә су мол болуштәк әвзәлликләргә игә болуп, дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит бу төмүр йолни районда йеңи хитай шәһәрчилириниң қурулидиғанлиқиниң сигнали дәп көрсәтти.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди радиомизға бу һәқтә бәргән баянатида, куйбей төмүр йолиниң хитай һөкүмитиниң юқиридики районларға техиму көп хитай көчмән йөткишигә вә шундақла бу районлардики тәбиий байлиқларни ичкиригә йөткәшни асанлаштурушиға хизмәт қилидиғанлиқини билдүрди.