Америка дөләт мәҗлиси һәйити хитайдики зияритини давам қилмақта
2011.04.21
Парламент әзаси һаррий рейед башчилиқидики һәйәт пәйшәнбә күни хитай хәлқ қурултийиниң рәиси ву баңго вә муавин дөләт башлиқи ши җинпиңлар билән учрашқан.
Учришишта икки тәрәпниң тиҗарәт вә инсан һәқлиригә охшаш мүшкүл темиларда сөзләшкәнлики билдүрүлмәктә.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу һәйәт чаршәнбә күнидики учришишлирида хитайниң ташқи ишлар министири яң җечи қатарлиқ бир қисим хитай әмәлдарлири билән сөһбәтләшкән.
Учришишта хәлқара тиҗарәт, бихәтәрлик қатарлиқ мәсилиләрдин башқа, кишилик һоқуқ мәсилисиниму алаһидә оттуриға қоюлған. Әмма конкрет немиләрниң оттуриға қоюлғанлиқи ашкариланмиған.
Бу зиярәт, хитай даирилириниң ясимән гүли һәрикитиниң алдини елиш үчүн хәлқ үстидики бесим вә тәқиб қилишни ашуруватқан мәзгилгә тоғра кәлди. Бүгүн америка ташқи ишлар министирлиқи хитайниң кишилик һоқуқ актиплири үстидин елип бериватқан бу бесиминиң кишини әндишигә салидиғанлиқини қайта тәкитләп, хитайни қолға елинған кишилик һоқуқ актиплирини қоюветишкә чақирди.