Америка тәйвәнгә сатидиған күрәшчи айропилан мәсилисини қайта ойлишмақта
2012.04.28
Әгәр 6 милярд доллар қиммитидики бу қорал - ярақ содиси әмәлийләшсә, буниң хитай даирилирини қаттиқ биарам қилидиғанлиқи егири сүрүлмәктә.
Өткән йили сентәбирдә ақсарай даирилири тәйвәнниң 66 данәF_16 типлиқ реактип күрәшчи айропилан сетип бериш тәлипини тохтитип қойған.
Кейн ақсарай вә обама һөкүмити “мәзкур пиландин хитайниң бесими түпәйлидин ваз кәчти” дәп әйибләнгән иди.
Хәвәрләргә қариғанда, ақсарай даирилири нөвәттә юқириқи қорал ярақ сетип бериш тәлипини җиддий ойлашмақта икән. Бу хәвәр тәйвән даирилирини хурсән қилған.
Тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи бу һәқтә елан қилған баянатида: биз дөләт мудапиә иқтидаримизни ашуридиған һәрқандақ һәрикәтләрни қарши алимиз вә тәшәккүр ейтимиз, деди.