Америка уйғур бирләшмиси америка кишилик һоқуқ сөһбәт өмикидин уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан мәсилиләрни оттуриға қоюшни тәләп қилди

Америка уйғур бирләшмиси америка-хитай кишилик һоқуқ диалогиға қатнишидиған америка сөһбәт өмикидин, сөһбәт җәрянида уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимниң түрмидики оғуллириниң әһвали қатарлиқ бир қатар мәсилиләрни оттуриға қоюшни тәләп қилди.
Мухбиримиз җүмә
2011.04.27

Америка-хитай кишилик һоқуқ сөһбити бүгүн хитайниң бейҗиң шәһиридә башланди. Америка тәрәп вәкилләр өмикини америка дөләт ишлар министирлиқиниң демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк ишлириға мәсул муавин министири майкил поснер башлап барған.

Америка уйғур бирләшмиси бу һәқтә елан қилған ахбаратқа қариғанда, америка сөһбәт өмикидин 2009-йилидики “5-июл вәқәси” дин кейин түрмигә ташланған намайишчилар, тор башқурғучи вә журналистлар мәсилисини хитайниң сәмигә селиш тәләп қилинған.

Америка уйғур бирләшмиси ахбаратида, америка вәкилләр өмикиниң хитай тәрәптин “5-июл вәқәси” ниң алди-кәйнидә қолға елинған, йоқап кәткән яки җазаға тартилғанларниң һәқиқий санини очуқ елан қилишни тәләп қилишиниң интайин зөрүрлүкини тәкитлигән.

Америка уйғур бирләшмиси йәнә, вәкилләр өмикидин хитай тәрәп билән сөзлишип, хитайда турушлуқ америка әлчиханиси хадимлириниң рабийә қадир ханимниң хитай түрмисидики пәрзәнтлири билән көрүшүшини қолға кәлтүрүшни тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.