Америка афғанистанни “натоға тәвә болмиған әң муһим иттипақдаш” дәп бекитти
2012.07.07
Мәзкур қарар уруш вәйранчилиқиға учриған афғанистанниң америка чекинип чиқип кәткәндин кейинки бихәтәрликини капаләткә игә қилишта интайин муһим әһмийәткә игә икән.
Клинтон ханим шәнбә күни афғанистан пайтәхти кабулда афғанистан перизиденти һамит карзаи билән биллә нашта қилған вә наштидин кейин чақирилған мухбирларни күтүвелиш йиғинида америкиниң юқириқи қарарини шәрһлиди.
Клинтон ханим мундақ деди: биз буни афғанистанниң кәлгүсигә болған садақитимизниң символи, дәп тонуймиз.
У йәнә мундақ деди: бу хилдики мунасивәт биз чекинип чиққандин кейин техиму мәнпәәт қилиду, дәп қараймиз. Америка афғанистанни ташлап қоймайду; әксичә афғанистан билән мәңгүлүк мунасивәт һәмкарлиқи орнитиду.
Америка илгири японийә, австралийә, исраилийә, мисир вә йеңи зелландийә қатарлиқлар дөләтләрниму “натоға тәвә болмиған әң муһим иттипақдаш” дәп бекиткән иди.