Америка филиппинни таҗавузчиларниң һуҗумидин қоғдайдиғанлиқини билдүрди
2011.06.24
Филиппин тәрәпниң билдүрүшичә, хитай бу йил 2-айдин башлап, спратил арилидики филиппин тәвәликигә қанунсиз һалда 9 қетим бесип киргән. Буниң ақивитидә хитай билән филиппин арисидики мәзкур тәвәликкә аит территорийә маҗираси қайта баш көтүргән; вәзийәтниң тәрәққиятидин әндишә қилған хитай тәрәп, алдинқи күни америкини мәсилигә арилашмаслиққа чақирған иди.
Һилларй клинтон түнүгүн филиппин ташқи ишлар министири алберт розарийо билән көрүшкәндин кейин, америкиниң җәнубий деңизда пәйда болған җиддийчилик сәвәбидин, районниң тинчлиқ вә бихәтәрликидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди. Клинтон ханим йәнә америкиниң иттипақдиши болған филиппин билән 1951 -йили түзүлгән һәрбий һәмкарлиқ әһдинамиси бойичә иш елип баридиғанлиқини әскәртти.
Филиппин ташқи ишлар министири баянатида, филиппин кичик бир дөләт болсиму, таҗавузчилиққа қарши һәрикәт үчүн тәйярлиқи барлиқини билдүрди.
Хитайниң хәлқара вәзийәт тәтқиқат орниниң башлиқи чү шиң бүгүн хитайниң һеч бир дөләткә таҗавузлуқ үчүн әскәр йоллимиғанлиқини билдүрүп, һилларй клинтонниң баянатини “ пүтүнләй асассиз сөзләр” деди.