Америкиниң иқтисади кризиси асия пайчеки базирини зор зәрбигә учратмақта
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.09.30
2008.09.30
Бүгүн, болупму асия базирида зор төвәнләш йүз бәргән болуп, кйото пайчеки базирида дүшәнбә күнигә қариғанда %4 төвәнләш көрүлгән. Бу, мәзкур пайчәк базириниң тарихидики үч йилдин буянқи әң зор төвәнләш болуп һесаблиниду. Тәйвән пайчәк базириниң төвәнлишиму %3.5 Кә йәткән.
Иқтисадшунаслар америка иқтисади кризисиниң асияға техиму зор тәсир көрситидиғанлиқини илгири сүрмәктә. Америка авазиниң бу һәқтә хоңкоңдики иқтисадшунас профессор майөниң сөзидин нәқил елип көрситишичә, " асияниң асаслиқ екиспорт базири америкини асас қилған.
Әгәрдә америкиниң пайчәк базирида төвәнләш көрүлсә, иқтисадидиму чекиниш көрүлиду, бу өз нөвитидә америкиниң асия базириға болған еһтияҗиниму төвәнлитиду, шуниң билән асия иқтисади зор зәрбигә учриши муқәррәр."
Майөниң тәкитлишичә, америка пул - муамилә базиридики кирзис хитайға буниңдин он йил илгири асия пул муамилә базириниң елип кәлгән тәсиридинму күчлүк болуп, хитайниң бу өткәлдин өтиши тәскә тохтайду.