Америка һөкүмитиниң қәрз елиш чеки өстүрүлди

Америка дөләт мәҗлисидики җумһурийәтчиләр җүмә күни америка һөкүмитиниң қәрз елиш чекини 3 айлиқ өстүргәнликини билдүрди.
Мухбиримиз җүмә
2013.01.19


Обама һөкүмитиниң қәрз елиш чекини өстүрүш тәлипини изчил рәт қилип кәлгән җумһурийәтчиләр билән обама һөкүмитини қоллиғучи демократлар арисида җүмә күни виргинийә штати вилямсберг вилайитидә йепиқ шәкилдә муназирә өткүзүлгән.

Муназиридин кейин пикир бирлики һасил қилинған. Мәзкур пилан америка һөкүмини тақилип қелиш хәвпидин сақлап қалған.

Бу йеңи пилан америка президенти обама үчүн ейтқанда қисқа муддәт болсиму, ғәлибә - нусрәттин дерәк беридикән.

Икки тәрәп өткән бир нәччә айдин буян қәрз елиш чекини көтүрүш, дөләт аппаратлириниң чиқимини қисқартиш қатарлиқ тәрәпләрдә пикир бирлики һасил қилалмай кәлмәктә иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.