Гуантанамодики уйғур тутқунларниң тәқдири мәсилиси ахбарат саһәсидә ғулғула пәйда қилмақта

24 ‏ - Ноябир дүшәнбә күни америка федерал әрзийәт сотида гуәнтанамо һәрбий түрмисидә туруватқан 17 нәпәр уйғурни америкиға қоюп бериш‏ - бәрмәслик мәсилиси һәққидә ечилған сотта, уйғур тутқунларниң адвокати сәйбин веллит, сотчи урбинаниң уйғур тутқунларни қоюп бериш һәққидики қарарини иҗра қилишни тәләп қилған.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.11.25

Әксичә, америка әдлийә министирлиқиниң баш адвокати грегори гаррие буш һөкүмитигә вакалитән, гүәнтанамодики уйғур тутқунларни америкиға қоюп беришкә болмайдиғанлиқини билдүрүп, федерал сотниң уйғур тутқунларни америкиға қоюп бериш һәққидики қарарини ағдуруп ташлишини тәләп қилди.

Америка вашингтон районлуқ федерал сот мәһкимисиниң сотчиси урбина 7 ‏ - өктәбирдики сот қарарида буш һөкүмитини гүәнтанамодики уйғурларни америкиға қоюп беришкә буйриған болсиму, әмма буш һөкүмитиниң наразилиқ әрзигә асасән,америка районлуқ федерал сот мәһкимиси гүәнтанамодики 17 нәпәр уйғурни америкиға қоюп бериш һәққидики қарарини иҗра қилишни тохтитип қойған иди.

Федерал әрзийәт мәһкимисиниң дүшәнбә күнидики сотида, бу уйғурларниң қандақ орунлаштурулидиғанлиқи һәққидә йәнила һөкүм чиқирилмиди. Тәрәпләр келәр йили 1 ‏ - айниң 20 ‏ - күни америкиниң йеңи президенти барак обама вәзипә тапшурувалғандин кейин уларниң тәқдири һәққидә тоғра қарар елинишидин үмид күтмәктә.

Америка вә башқа ғәрб әллириниң ахбаратлири гуантанамодики уйғурларниң тәқдири мәсилисигә муһим орун берип кәлмәктә. Хәвәрләрдә бу уйғурларниң хитайға қайтурулса худди уларни өлүмгә буйриған билән баравәр икәнлики шәрһийләнмәктә. Көзәтчиләр болупму, бу уйғурларниң дүшмән җәңчилири әмәс дәп ақлинип болғандин кейинму панаһлинидиған дөләт чиқмиғанлиқи үчүн давамлиқ гуантанамода турушқа мәҗбур болуватқанлиқини һәқсизлиқ дәп қаримақта. Шуниң билән бир вақитта, инсан һәқлири тәшкилатлири яврупа парламенти һәмдә америка һөкүмитидин бу уйғурларни қобул қилишни тәшәббус қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.