Америка талибанлар билән сөһбәт өткүзгәнликини билдүрди

Афғанистан президенти һамид карзай 18-июн күни кабулда нутуқ сөзлигәндә талибанлар билән елип бериливатқан сөһбәтниң нормал давамлишиватқанлиқини билдүргән.
Мухбиримиз үмидвар
2011.06.19

У сөзидә америка вә башқа бир қанчә чоң дөләтләрниң талибанлар билән сөһбәт өткүзүп, 10 йилға созулған урушни ахирлаштурмақчи болуватқанлиқини ашкарилиған. Америка авазиниң хәвәр қилишичә, кабулдики америка әлчиханиси һәқтә тохтилишни рәт қилған.

Б б с агентлиқиниң йәкшәнбә күнидики хәвиридә ейтилишичә, америка дөләт мудапиә министири роберт гейтс арқидинла бу һәқтә инкас қайтуруп, һәқиқәтән америкиниң талибан билән сөһбәтлишиватқанлиқини етирап қилған. Бирақ у сөзидә мәзкур сөһбәтниң техи “дәсләпки басқучта туруватқанлиқи” ни билдүргән.

Роберт гейтс с н н телевизийисиниң зияритини қобул қилғанда, “бир қанчә дөләт тәшәббускарлиқ билән талибанлар билән учрашти, буларниң ичидә америкиму бар” дегән. У сөзидә йәнә “мениң шәхсән қаришимчә, кәм дегәндә бу йил қиш пәслидин илгири һәқиқий тинчлиқ сөһбити һәққидә әмәлий илгириләш болмаслиқи мумкин” дәп тәкитлигән.

Америка һөкүмити афғанистандики қошунлирини бу йил 7-айдин башлап, түркүмләргә бөлүп чекиндүрүп чиқип кәтмәкчи болуп 2014-йили, афғанистандики барлиқ аманлиқ қоғдаш хизмити афғанистан аманлиқ сақлаш қисимлириға өткүзүп берилидикән.

Талибанлар билән сөһбәт өткүзүп, уларниң нормал һаятқа қайтип келиши һөкүмәткә қатнишиши мәсилиси афғанистан рәһбири һамид карзай тәрипидин оттуриға қоюлған болсиму, бирақ талибанлар һамид карзай билән сөһбәтлишишни рәт қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.