Америка билән тәйвәнниң урушчи радар содиси тохтами келәр айда имзалиниду

Америка өткән йил синтәбирдә, тәйвәнниң бир қисим конириған һәрбий әслиһәлирини йеңилап беридиғанлиқини елан қилған. Буниңға қарита хитай ташқи ишлар министирлиқи америка баш әлчисини чақиртип әкилип, әгәр америка тәйвәнгә қорал сетип бәрсә, америка - хитай мунасивитиниң еғир дәриҗидә зәхмилинидиғанлиқини әскәрткән вә наразилиқини ипадилигән.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.06.25


Франсийә ахбарат агентлиқиниң бүгүнки хәвиридә баян қилинишичә, мәзкур қорал содисиниң тохтами келәр айниң 26 - күнидин аввал имзалиниду. Мәлум болушичә, бу қетимқи қорал содисиниң қиммити 600 милйон долларға йеқин болуп, сетип берилидиған әслиһәләр арисида урушчи радар дәп атилидидиған алаһидә көзитиш апаратиму бар. Бу қетимқи қорал содисидин кейин тәйвәнниң F - 16 A/B типлиқ урушчи айропланлири F - 16 C/Ds типлиқ илғар урушчи айропиланларға алмаштурилиду.

Тәйвән мудапиә министирлиқи бүгүн мухбирларниң бу һәқтики соаллирини җавабсиз қалдурған. Әмма, тәйвән һава армийә қисиминиң бир әмәлдари, қорал содиси һәққидә вашингитондин җаваб кәлгәнликини, нөвәттә һәрбий әслиһәләрниң түри вә баһасиға қарап чиқиливатқанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.