Америка хадими өзигә от қойған тибәтләрниң тавабиатлири билән көрүшкән
Мухбиримиз җүмә
2012.12.01
2012.12.01
Америка дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси векторийә нуландниң билдүрүшичә, поснер әпәнди хитайниң тибәткә қаратқан бастурушлиридин бәк әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.
Нуланд мундақ деди: биз тибәттики әкс тәсир бериватқан сиясәтләргә һәмдә диний әркинлик, сөз пикри әркинлики, тәшкиллиниш - җәмийәт қуруш әркинликигә қоюлуватқан чәклимиләргиму йеқиндин диққәт қилип келиватимиз.
Һалбуки, дөләт ишлар министирлиқи поснер билән көрүшкән тибәтләрниң бихәтәрликини көздә тутуп учришишниң қачан, қәйәрдә болғанлиқини ашкарилимиди.
Пәқәт 11 - айдила хитайға наразлиқ билдүрүп өзигә от қойған тибәтләрниң сани 20 дин ашқан иди.