Америка хитайдики бир қисим кархана вә шәхсләрни җазалиди
2013.02.12
Униңда ейтилишичә, бу кархана вә шәхсләр иран билән башқурулидиған бомба техникиси саһәсидә һәмкарлашқан вә иранни керәклик материяллар билән тәминлигән.
Тизимликтә далйән санни санаәт ширкити, поли техника ширкити қатарлиқ җәмий 4 шеркәт-кархана бар вә бу орунларға мунасивәтлик шәхсләр бар. Америка баянатида иранниң қайси түрдики чәкләнгән лазимәтләр билән тәминләнгәнликини ениқ тилға алмиған болсиму, әмма бу карханилар билән иран оттурисидики содиниң, башқурулидиған бомба техникисини чәкләш, химийилик қоралларни башқуруш, ядро қораллирини чәкләш вә шуниңға охшаш башқа нурғун хәлқаралиқ келишимләрни дәпсәндә қилғанлиқини билдүргән.
Бәлгилимигә асасән, җазалинидиған бу хитай карханилири билән америка бундин кейин һечқандақ сода вә техника алақиси қилмайдикән һәм бу ширкәтләрниңму америкиниң қораллири вә һәрбий җабдуқлирини сетивелишиға йол қоймайдикән.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи бүгүн бу қарарға қарши чиқип, америкиниң бу әйиблишини асассиз деди вә хитай карханилириға қоюлған бу җаза тәдбирини дәрһал еливетишни тәләп қилди.