Америка һөкүмитиниң тәйвәнгә қорал сетип бериш қарари муқимлашқан

Америка дөләт мәҗлисиниң бир нәпәр әзасиниң франсийә ахбарат агентлиқиға ашакарилишичә, обама һөкүмити тәйвәнгә қорал сетип бериш мәсилисидә өткән һәптә мәхсус музакирә елип барған вә қорал сетип бериш қарари муқимлашқан.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.01.26

Һөкүмәт бу һәқтә рәсмий баянат бериштин аввал, америка дөләт мәҗлисиниң алақидар комитетлири билән тәйвәнниң дөләт мудапиә еһтияҗи һәққидә пикирләшкән.

Мәлум болушичә, сетип берилидиған қораллар арисида UH - 60 типлиқ "қара қарчуға" дәп атилидиған тик учар, "вәтәнпәрвәр" намлиқ илғар типтики башқурилидиған бомба вә дөләт мудапиә учур алақә техникисиға аит илғар үскүниләр бар. Қарарни ашкарилиған киши, тәйвәнгә қорал сетип бериш қарариниң пат йеқинда рәсмий елан қилинидиғанлиқини билдүргән; әмма ениқ күнини ейтмиған.

Бүгүн хитай ташқи ишлар баянатчиси бу һәқтә позитсийә билдүрүп, америкини тәйвәнгә қорал сетип бериш ишиниң сәзгүрлүкини вә җиддийитини тонушқа чақирған һәм йәнә қорал сетип беришниң икки дөләт мунасивитигә еғир зиян йәткүзидиғанлиқини агаһландурған.

Көзәткүчиләр америкиниң бу қетимқи тәйвәнгә қорал сетип бериш қарарини "хитай - америка мунасивитидики чоң бир синақ" дәп қарашмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.