Атуш шәһиридә 11 нәпәр уйғур яш хитай дөләт аманлиқни қоғдаш әтрити тәрипидин тутқун қилинған
Мухбиримиз әркин
2010.06.04
2010.06.04
Дуня уйғур қурултийи вәқә йүз берип әтиси даириләрниң қизилсу областлиқ тәнтәрбийә мәркизидә террорлуққа қарши маневер елип барғанлиқини әйибләп, бесим, қорқутуш вә тәһдит селиш уйғурларниң күндилик һаятиниң бир қисими болуп қалғанлиқини илгири сүрди.
Дуня уйғур қурултийиниң бу һәқтики хәвиридә тутқун қилинған уйғур яшлириниң исим - фамилиси вә яш қорами тилға елинмиған. Лекин һазирчә, радиомизниң атуш һөкүмәт даирилиригә телефон қилип, даириләрниң бу вәқәгә даир қаришини вә тутқун қилинғанларға даир тәпсилий әһвалларни ениқлаш мумкинчилики болмиди.
Дуня уйғур қурултийи, тәшвиқат вәрәқиси тарқитиш вәқәсидин кейин, даириләрниң атуштики йеза, кәнт, мәһәллә вә коча - койларда чарлашни күчәйтип, түрмидин қоюп берилгәнләр, һөкүмәткә қарши хаһиши бар дәп қаралған диний вә сияси қариши күчлүк уйғурларни тәқип қилишни күчәйткәнликини билдүрди.