Айропилан учуштин тохтитилди
Мухбиримиз үмидвар
2009.08.09
2009.08.09
Шинхуа агентлиқи айропланниң афғанистанниң кәндиһар шәһиригә қондурулғанлиқини билдүргән, бу хәвәр игиләнгәндин кейин, үрүмчи айродроми хитай мәмликәтлик авиатсийә идарисиниң буйруқи бойичә айропланниң үрүмчигә қонушини чәклигән.
Әмма, хитай тәрәп айропланниң номури, учуш вақти һәмдә бу учурни қандақ игилигәнликигә аит тәпсилатни техи ашкарилимиған. Бу һәқтә ройтерс, б б с агентлиқиму хәвәр тарқатти.