Бан кемун исраилийидин ғәззәдики қамални бикар қилишни тәләп қилди

Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бүгүн бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш секретари бан кимун исраилийидин ғәззәгә қарита йүргүзүватқан қамални бикар қилишни тәләп қилған. У буниң, хата бир қилмиш икәнликини билдүргән.
Мухбиримиз ирадә
2010.06.03

Исраилийә армийиси ғәззәгә ярдәм боюмлири елип маңған парахотқа һуҗум қилғандин кейин, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хәвпсизлик кеңиши вәқә үстидин тәкшүрүш елип беришқа қарар қилди. Б д т ға қарашлиқ кишилик һоқуқ кеңиши түнүгүн исраилийиниң һуҗумини әйибләш қарари чиқарди.

Анатолийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бүгүн түркийиниң истанбул шәһиридә өлгүчиләр үчүн җиназа намизи қилинған. Түркийә президенти абдуллаһ гүл исраилийиниң бу қилмишиниң кәчүргүсиз дәриҗидә еғир икәнликини вә түркийиниң буниңға керәклик җавабини қайтурудиғанлиқини билдүргән.

Вәқә мәйданға кәлгәндин кейин, дуня рәһбәрлири бирдәк исраилийигә наразилиқ билдүргән иди, әмма исраилийә баш министири бенямин нетаняху бу дөләтләрни икки йүзлимичилик билән әйиблигән.

Игилинишичә, 6 парахоттин тәшкил тапқан ярдәм әтрити исраилийиниң имбаргоси астидики ғәззәгә 10 миң тонна ярдәм боюмлири елип кетиватқан болуп, исраилийә бу парахотларниң икки саәт аввал берилгән агаһландурушқа пәрва қилмиғанлиқини вә шундақла өз әскәрлиригә һуҗум қилғанлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.