Бирләшкән дөләтләр тәшкилати берма һөкүмитини пүтүн сиясий мәһбусларни дәрһал шәртсиз қоюп беришкә чақирди
Мухбиримиз вәли
2009.05.23
2009.05.23
Берма һөкүмити 20 йилдин буян бермидики демократик һәрикәтниң рәһбири аңсәнсуҗи ханимни нәзәрбәнт қилип, униң әркин сөзлишини чәкләп келиватқан иди. Түнүгүн йәнә, 'һөкүмәтниң чәклимисигә хилаплиқ қилди' дегән нам билән қолға елип қамап қойған.
Хәвәрдә баян қилинишичә, америкиниң сабиқ президенти җими картер 5 - айниң 16 - күни с н н телевизийисидә, берма мәсилиси үстидә тохталғанда 'бермида сот мәһкимилириниң һөкүм чиқиришини берма һәрбий һөкүмити контрол қиливалған, берма һөкүмитигә хитай, һинидстан, тайлант қатарлиқ хошна дөләтләр охшимиған ноқтидин тәсир көрсүтүп туриватиду' көрсәткән иди.