5000 Дин артуқ әрздар, мәркизи әрзийәт идарисиниң қорусиға топланди

Хитай мәркизи һөкүмити хитай компартийисиниң 18-қурултийиниң ениқ күнини техи ашкарилимиған болсиму, бу күнни пурсәт дәп билгән хитай әрздарлар хитайниң һәрқайси өлкилиридин бейҗиңға қарап ақмақта.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.09.03

Радиомиз хитайчә бөлүминиң хәвәр қилишичә, дүшәнбә күни, хитайниң һәрқайси өлкилиридин кәлгән 5000 дин артуқ әрздар әрзлирини тизимлитиш үчүн, мәркизи әрзийәт идарисиниң қорусиға топланған. Баян қилинишичә, бу сан, нормалдикигә нисбәтән нәччә һәссә артуқ болуп, бүгүн йәнә охшаш мәйданда, әрздарларни юртлириға қайтуруп әкитиш үчүн кәлгән 2000 ға йеқин вәзипидарму һазир болған.

Мәлум болушичә, йәнә көп сандики әрздарлар өзлирини әкитиш үчүн кәлгән вәзипидарлардин өзини қачуруп һәм 18-қурултайниң ечилишини күтүп, бейҗиңниң һәрқайси җайлиридики көврүк астилирида вә башқа булуң-пучқақлирида мөкүнүп йүрмәктә.

18-Қурултай һарписида бейҗиңдики уйғур әрздарларға қарита контроллуқ адәттин ташқири күчәйтилгән болуп, 3 йилдин бери хитай даирилири билән қәтий мәйданда тиркишип келиватқан нурунгүл тохти, ғази һамут вә айгүл тохти қатарлиқ ғоллуқ әрздарлар юртлириға елип кетилгән. Булардин нурунгүл тохти билән айгүл тохтиниң нөвәттә қамақханида икәнлики мәлум, әмма ғази һамутниң ақивити һазирғичә мәлум әмәс.

Мәркизи әрзийәт идарисиниң қорусидики бүгүнки мәнзиридин қариғанда, хитайниң 18-қурултай мәзгилидә әрздарлар мәсилиси хитай һөкүмитиниң хелила бешини ағритидиғанлиқидин бешарәт көрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.