Һиндистан пакистандин террор гумандарлирини тутуп беришни тәләп қилди

Алдинқи һәптә бомбайда йүз бәргән 175 адәмниң өлүши йәнә 300 гә йеқин адәмниң ярилинишини кәлтүрүп чиқарған террор һуҗумлиридин кейин һиндистан һөкүмити 2 - декабир, мәзкур террорлуқ һуҗумлириға қатнашқан дәп бекитилгән террор гумандариниң тизимликини елан қилип, пакистандин бу тизимликтикиләрни тапшуруп беришни рәсмий тәләп қилди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.12.02

Бирләшмә агентлиқиниң сәйшәнбә хәвиридә көрситишичә, һиндистан ташқи ишлар министирлики сәйшәнбә ачқан мухбирларни күтивелиш йиғинида, тизимликтики исимларни елан қилмиған болсиму,һиндистан һөкүмити тәрипидин тутуш буйруқи чиқирилған бу тизимдикиләрниң 20 нәпириниң пакистан тәвәликидә икәнликини,пакистан һөкүмитидин бу террор гумандарлирини дәрһал тутуп һиндистанға тапшуруп беришни қаттиқ тәләп қилғанлиқини билдүргән.

Һиндистан ахбаратлириниң ашкарилишичә, һиндистан һөкүмити тәрипидин тутуш буйруқи чиқирилғанлар ичидә бомбайда 1993 - йили йүз бәргән 250 адәмниң өлүшигә сәвәб болған партилитишниң пиланлиғучиси давут ибраһим вә йәнә 1999 - йилида һиндистан һава йоллирида айропилан булаш вәқәсини кәлтүрүп чиқарған мәсуд әзһәр қатарлиқлар бар икән.

Һиндистан даирлири буларни өткәнки һәптидики бомбай террор һуҗумлириға бивастә қатнашмиған тәқдирдиму, мушу вәқәләрдә уларниң қоли бар дәп қаримақта икән. Һиндистан алтә йил илгирила бу тутуш буйруқи тизимликини пакистанға бир қетим тапшурған.

Һиндистан бихәтәрлик даирилири бу нөвәт бомбай шәһиридә йүз бәргән террорлуқ һуҗумни, кәшмир райониниң һиндистан билән елип бериватқан урушлириға ярдәм бериш үчүн пакистан җасуслуқ органлири тәшкилләп чиққан "ләшкәри таибә" тәшкилати әзалири тәшкиллигән дәп қаримақта иди.

Һиндистан пакистан 1947 - йили мустәқил болғандин буян кәшмир мәсилиси түпәйли үч қетим өз ара уруш ачқан нөвәттә икки дөләт мунасивити қайтидин ихтилапқа йүзләнди. Һазир бу иккила дөләт ядро қораллириға игә.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.