Далай ламаниң японийидики оң қанат сиясәтчиләр билән һәмкарлиқи хитайниң наразилиқини қозғиди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.11.12
2012.11.12
Бу сөзгә хитай ташқи ишлар баянатчиси хоңлей бүгүн тезла җаваб қайтурди.
Хитай баянатчи сөзидә далай ламаниң өзигә от қоювелиш һәрикәтлирини тәнқид қилмиғанлиқини, әксичә уни мәдһийилигәнликни илгири сүрди вә буни һәм дөләтниң қануниға һәм диний присинпларға хилап дәп әйиблиди.
Хитай баянатчи йәнә “җуңго хәлқи далай ламаниң сөз-һәрикәтлиригә писәнт қилмайду” дәп туруқлуқ, һәрқандақ бир дөләтниң далай ламаға сәһнә һазирлап беришигә қаттиқ қарши икәнликини билдүрди.
Мәлум болушичә далай лама японийидики зиярити давамида сенкаку арилини униң япончә нами билән атиған. Бу хитай тәрәпниң зитиға тәккән болуп, хитай баянатчи, “далай лама японийидики оң қанат күчләр билән бирлишип өзиниң бөлгүнчилик мәқситигә йәтмәкчи” дәп наразилиқ билдүрди.