Хитай даирилири әмгәк билән өзгәртиш түзүминиң ислаһ қилинидиғанлиқини билдүрди
2013.01.07
Сақчиларға берилгән бу хил һоқуқ өктичиләрни, кишилик һоқуқ дәвагәрлирини, диний затларни җазалаш вә бастурушниң кәскин қоралиға айлинип қалған. Һөкүмәтни тәнқид қилған яки түзүмгә бой сунушни рәт қилған нурғун киши әмгәк лагерлириға солинип бастурулған иди. Шуңа бу түзүм хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң изчил тәнқидигә учрап кәлгән.
Хитай “қанун гезити” ниң хәвәр қилишичә, хитай мәркизи сиясий қанун комитетиниң секретари миң җйәнҗу бир қетимлиқ йиғинда әмгәк билән өзгәртиш түзүминиң бикар қилинидиғанлиқини билдүргән. Бирақ хәвәрдә, бу түзүмниң қандақ бикар қилинидиғанлиқи һәққидики тәпсилий деталлар тилға елинмиған. Шуңа кишилик һоқуқ тәшкилатлири униңға иҗабий баһа бәргән болсиму, бирақ йәнила еһтиятчанлиқ билән муамилә қилмақта.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, әмгәк билән өзгәртиш түзүми бикар қилинған тәқдирдиму, әмгәк лагерлири вә лагерлардики мәһбусларниң қандақ бир тәрәп қилинидиғанлиқ мәсилиси бар. Улар, әмгәк лагерлири пүтүнләй тақиламду яки сақлап қелинип, кишиләрни сотниң һөкүми арқилиқ қамашқа өзгәртәмду, дегән мәсилини давамлиқ көзитишкә тоғра келидиғанлиқини билдүрди.