Хитай далай лама мәсилисидә әнглийидин өч елишни давамлаштурмақта
2012.06.14
Әнглийә баш министири давид камерун бу йил 5-айда далай лама билән учришип, демократик әлләр вә кишилик һоқуқ органлириниң алқишиға сазавәр болған. Әмма вәқәдин қаттиқ нарази болған хитай даирилири хитай хәлқ қурултийиниң башлиқи ву баңгониң 5- айниң ахирида әнглийигә қилмақчи болған зияритини бикар қилған иди.
“телеграф” гезитиниң ейтишичә, хитай даирилири йәнә бу һәптиниң бешида хитайда зиярәттә болған әнглийә сода министири лорд гринниң бәзи хитай әмәлдарлар билән алдин бекитилип болған учришишлириниму әмәлдин қалдурған.
Мухбирлар бүгүн хитай ташқи ишлар министирлиқидин буниң сәвәбини сориғанда: буниң сәвәбини биздин әмәс, әнглийидин соришиңлар керәк, дәп җаваб бәргән.
“зор вәқәләр” ториниң хәвәр қилишичә, далай лама мушу һәптә йәнә әнглийидики бир қанчә муһим шәһәрләрдә он күн зиярәт қилидиған болуп, хитай һазир бу зиярәткә әнглийә даирилириниң қандақ позитсийидә болидиғанлиқиға диққәт қилмақта икән.