Тәйвән һөкүмити өтмүштә сиясий зиянкәшликкә учриғанлардин қайта әпу сориди

Тәйвән һөкүмити түнүгүн тәйбейда башланған " җиңмей қамақханиси вә ақ террорлуқ" намлиқ кишилик һоқуқ көргәзмисидә, өтмүштә йәни тәйвәндә бир партийилик һакиммутләқ түзүм йолға қоюлған дәврләрдә зиянкәшликкә учриған кишиләр вә уларниң аилә-тавабатидин қайта әпу сориди вә уларға һөрмәт билдүрди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.12.07
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Тәйвәндә көп партийилик түзүм йолға қоюлушниң алдида гоминдаң партийиси һөкүм сүргән болуп, бу чағларда, тәйвәндә елип берилған түрлүк өктичи вә демократик һәрикәтләр чәкләнгән вә бастурулған. Бу қетимқи көргәзмә әнә шу дәврдики тарихий савақларни яд етиш вә шу тарихниң тәкрарлинип қелишиниң алдини елишни мәқсәт қилған.

Көргәзмигә әйни чағда сиясий зиянкәшликкә учриғучиларниң рәсимлири, қиммәтлик яднамилири вә түрмә хатирилири қоюлған. Ечилиш йиғинида уларниң аилә-тавабатилири сөзгә чиқип әйни чағдики тарихий вәқәләрни әсләп өткән. Көргәзминиң ечилиш мурасимида, тәйвән һөкүмитиниң алақидар министири мухбирларниң соаллириға җаваб берип, тәйвәнниң хитайдики инсан һәқлири мәсилисигә нөвәттә актип арилишалмаслиқини, нөвәттики икки қирғақ мунасивитиниң реал еһтияҗи дәп чүшәндүргән.

Министир сөзидә кишилик һоқуқниң һәр хил өлчими йоқ, у инсанийәт үчүн омумйүзлүк ортақ бир һоқуқтур дәп изаһат бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.