Әзәрбәйҗанда парламент сайлими өткүзүлди
Мухбиримиз үмүдвар
2010.11.07
2010.11.07
Дәсләпки нәтиҗә бойичә алғанда, һазир һакимийәт үстидә туриватқан "йеңи әзәрбәйҗан партийиси" ниң ғәлибә қазинидиғанлиқи ениқ болуп, президент илһам әлийеф мәзкур партийидин келип чиққан. Бу қетимқи сайламни явропа һәмкарлиқи вә бихәтәрлики тәшкилати қатарлиқ бир қисим хәлқаралиқ тәшкилатларниң көзәткүчилири көзәткән болсиму, бирақ өктичиләр сайламниң қаидигә уйғун болмиғанлиқини әйиблигән.
Әзәрбәйҗандики өктичиләр илһам әлийефниң һакиммутләқлиқини тәнқид қилмақта. Совет иттипақи йимирилгәндин кейин мустәқил әзәрбәйҗан җумһурийитигә бир қанчә киши президент болған, кейин сабиқ совет иттипақи рәһбири хадимлиридин һәйдәр әлийеф рәһбәрлик қилған. У вапат болғандин кейин, униң оғли илһам әлийеф президент болуп, һазирғичә һакимийәтни идарә қилип кәлмәктә. Өктичиләр әлийеф аилисини мустәбитлик билән тәнқид қилмақта. Нөвәттә, әзәрбәйҗан ғәрб дөләтлири вә русийә арисида ташқи сиясәт йүргүзүшкә мәҗбур болған.
Әзәрбәйҗан кавказийидики, җүмлидики дунядики муһим нефит ишләпчиқиридиған дөләтләрниң биридур.









