Хитай уйғур елидин хитайниң җеҗияң өлкисигә тутишидиған газ турубиси ясимақчи

Хитай дөләт игидарчилиқидики җуңго нефит-химийә һәссидарлиқ ширкити уйғур елидин хитайниң җеҗияң өлкисигә тутишидиған газ турубиси ясимақчи.
Мухбиримиз җүмә
2010.11.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Америкидин чиқидиған сода хәвәрлири торида көрситилишичә, мәзкур газ турубиси, уйғур елидә көмүрдин айрилған йеқилғу газни хитайниң җеҗияң өлкисигә йәткүзидикән.

Хәвәргә қариғанда, ширкәт даирилири уйғур елидә мәхсус көмүрдин йеқилғу гази айрип чиқидиған 10 завут қуридикән.

Буларниң иккиси нөвәттә санҗи шәһиридә қурулушқа башлиған.

Хәвәрдә қариғанда хитай дөләтлик тәрәққият вә ислаһат комитетини мәзкур қурулуш түрини 12- 5 йиллиқ тәрәққият пиланиға киргүзгән.

Хитайниң җуңго нефит-химийә һәссидарлиқ ширкити 2004- йили уйғур елидин башлинидиған " ғәрбниң газини шәрққә йөткәш" туруба линийисини қурған иди.

Бәзи хәвәрләргә қариғанда, хитайниң башқа хусусий ширкәтлириму или вадиси қатарлиқ җайларда көмүрдин йеқилғу гази айриш завутлирини қурушқа башлиған.

Мәлуматларға қариған бу хил қурулушиниң тәбиий екологийилик муһитқа елип келидиған әкс тәсири интайин юқири болидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.