Германийә әдлийә тармақлири хитайға җасуслуқ қилған бир уйғурға җаза елан қилди

Бүгүн германийә хәвәр агентлиқиниң баян қилишичә, германийә әдлийә тармақлири, хитайға җасуслуқ қилиш җинайити садир қилған 45 яшлиқ бир уйғур әргә бир йиллиқ түрмә сиртида назарәткә елиш җазаси елан қилди.
Мухбиримиз вәли
2011.10.12

Билидиған кишиләрниң ейтишичә, германийә әдлийә тармақлири исмини атимиған бу уйғур җасусниң исми ришат рәҗәп.

Германийә җасуслуққа қарши туруш оргининиң ашкарилишичә, бу уйғур җасус 2005‏-йилидин 2009‏-йилиғичә, германийиниң мюнхен шәһиридики хитай консулханисиға, явропада муһаҗирәттә туруватқан 700 нәпәр уйғурниң хитайниң зулумиға қарши паалийәтлири вә башқа шәхси учурлири һәққидә мәлумат йоллап, униңдин һәқ елип турған.

Гәрчә хитай һөкүмити йиллардин буян мюнхендики дуня уйғур қурултийи дегән тәшкилатни “террорчи” дәп җакарлап келиватсиму, әмма явропа дөләтлири бу әйибләшни һечқачан қобул қилмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.