Уйғур биз вә бир қисим хитай тор бәтлири журналист ғәйрәт ниязни қоюп бериш һәққидә имза топлаш һәрикити башлиди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.07.30
2010.07.30
Баянатта билдүрүлүшичә, ғәйрәт нияз вәқәдин кейин чәтәл мухбирлириға қилған сөзидә, 5 - июл вәқәсиниң сәвәбини, уйғурларниң райондики тәбиий байлиқ вә тәрәққияттин хитайлар билән тәң бәһриман болалмиғанлиқи дәп көрсәткән. Баянатта, ғәйрәт ниязниң һәқни сөзлигәнлики вә униң сөзләш һоқуқиниң һөрмәт қилиниши керәклики билдүрүлгән. Баянатта әгәр ғәйрәт ниязға берилгән 15 йиллиқ қамақ җазаси иҗра қилинса, милләтләр мунасивитидики кәйпиятни техиму җиддийләштүриветидиғанлиқи, бир қисим радикал қаршилиқларниң келип чиқишиға түрткә болуп қалидиғанлиқи әскәртилгән.
Бу имза топлаш һәрикитини уйғурбиз тор бекити, бошөн, сәнйү вә кишиик һоқуқ қатарлиқ хитай тор бәтлири бирликтә башлиған. Һазирға қәдәр бу чақириққа, бейҗиң, гуаңҗу, нәнҗиң вә чеңду қатарлиқ шәһәрләрдики ваң лешиюң, сүй вейпиң қатарлиқ 20гә йеқин хитай язғучи вә тәтқиқатчилири имза қойған. Мустәқил тәтқиқатчи илһам тохтиниң имзасиму имза тизимликиниң баш қисмидин орун алған.