Бир түркүм паалийәтчиләр ғәззә райониға йәнә ярдәм әслиһәлирини елип кирмәкчи
Мухбиримиз җумә
2010.10.05
2010.10.05
Франсийә агентлиқида көрситишичә, бу нөвәт ғәззигә баридиған паалийәтчиләрниң һәммиси дегүдәк асиялиқ болуп, булар җәмий 500 кишидин тәркиб тапқан икән.
Хәвәрдә нәқил қилишичә, түркийидики инсаний ярдәм вәхпи бу һәқтә елан қилған баянатида, ғәззигә йоллинидиған ярдәм әслиһәлириниң бу йил 20 - декабир һиндистандин йолға чиқидиғанлиқини билдүргән. Мәлум болушичә, мәзкур ярдәм әслиһәлири исраилийә ғәззә районини қамал қилғанлиқиниң иккинчи йиллиқ хатирә күни, йәни 27 - декабир исраилийә контроллуқидики ғәззә райониға йетип баридикән.
Бу нөвәтлик ярдәм әслиһәлирини йәткүзүш әтритигә түркийә, японийә, һиндистан, һиндонезийә, малайшия вә ирақ қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән паалийәтчиләр қатнашқан.
Түркийидики инсаний ярдәм вәхпи тәшкиллигән пидаийлар бу йил майдиму ғәззә райониға ярдәм әслиһәлирини елип кирмәкчи болғанда, исраилийә армийисиниң қораллиқ тосқун қилишиға учриған вә тоқунушта түркийилик 9 паалийәтчи қаза қилған иди.