' Германийә 17 нәпәр уйғурни қобул қилишқа тәйярлиқ көрүп қоюши керәк'

Германийә һөкүмитиниң кишилик һоқуқ вәкили йеңи сайланған америка президенти барак обаманиң гуантанамо һәрбий түрмисини тақаш пилани һәққидә тохтилип германийә һөкүмитини мәзкур һәрбий түрмидә йетиватқан 17 нәпәр уйғурни қобул қилишқа чақирди.
Мухбиримиз җүмә
2008.12.22

Германийә һөкүмитиниң кишилик һоқуқ вәкили гаунтәр нок бу сөзләрни франкфуртәр руншав гезитиниң зияритини қобул қилғанда ейтқан болуп, униң бу һәқтики пикирлири мәзкур гезитиниң 20 - декабирдики саниға бесилған.

Нок гуантанамо һәрбий түрмисиниң америка учун бир мәсилә икәнликини, әмма, бу йәргә қамалған тутқунларни орунлаштуридиған җай тепилмаслиқи сәвәблик, бу түрмини тақаш ишлириниң мәғлуп болушиға йол қоюшқа болмайдиғанлиқини оттуриға қойған.

Нок гуантанамо түрмисини тақаш пиланниң утуқлуқ болушида, германийини оз ичигә алған явропа әллириниң обаманиң гуантанамони тақаш ишлириға ярдәм қолини сунуши вә германийиниң мәзкур түрмигә қамалған 17 нәпәр уйғурни қобул қилишқа тәйярлиқ көрүп қоюши керәкликини илгири сүргән.

Нөвәттә америка һәрбий даирилири вә америкиниң һәр дәриҗилик федератсийә сот мәһкимилири тәрипидин гунаһсизлиқи испатланған 17 нәпәр уйғур, пәқәт уларни қобул қилидиған бирәр дөләт чиқмиғанлиқи сәвәблик, бу түрмидә давамлиқ изтирап чекишкә мәҗбур болмақта.

Һазир уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлирини оз ичигә алған кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәмдә америкиниң мунасивәтлик дөләт органлири бу уйғур тутқунлар мәсилисини һәл қилишниң мувапиқ чарилири үстидә издәнмәктә.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.