Мюнхендики хитай консулханиси уйғур өсмүрлириниң һуҗумиға учриди
Мухбиримиз әркин
2009.07.03
2009.07.03
Дуня уйғур қурултийи җүмә күни хитайниң мюнхиндики консулханиси алдида намайиш өткүзүп, гуаңдуңниң шавгүән шәһиридә йүз бәргән хитай ишчиларниң "26 - июн" уйғур ишләмчилирини өлтүрүш вәқәсигә наразилиқ билдүргән иди.
"Вәтиним" тор бекитиниң хәвәр қилишичә, шу күни кәч саәт 17:00 дә намайиш ахирлишип аридин 15 минут өткәндә он нәччә нәпәр уйғур өсмүр қиз - оғуллар консулхана бинасиға хам тухум етип, консулхана бинасиниң деризә, тамлирини рәсва қиливәткән. Вәқә йүз бәргән вақит намайиш тарқап бихәтәрликни қоғдаш үчүн кәлгән сақчилар қайтип болған вақит иди.
Бу һәқтики хәвәрләрдә консулханиға тухум атқан балиларниң 6 яштин 9 яшқичә болған арилиқтики өсмүрләр икәнлики, уларниң ичидә 5нәпәр қиз балиниң барлиқи илгири сүрүлгән.
Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи шавгүәндики вәқә мунасвити билән баянат елан қилип, хитай даирилириниң вәқәдики мәсулийитини җавабкарлиққа тартқан шундақла дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларни намайиш өткүзүп, хитайни әйибләшкә чақирған иди. Шу күни германийидин башқа, шветсийидиму намайиш өткүзүлгән.