Германийә парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң тәкшүрүш өмики уйғур елидә тәкшүрүш елип барди
Мухбиримиз җүмә
2009.04.20
2009.04.20
Дуня уйғур қурултийи тәминлигән учурларға қариғанда, тәкшүрүш өмики германийә христиан демократлар, либераллар, йешиллар вә сотсиял демократлар партийиси вәкиллиридин тәшкилләнгән икән.
Мәлум болушичә, германийә парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң уйғур елигә қаратқан кишилик һоқуқ зиярити, өткән йили германийә парламентида зиярәттә болған уйғур миллий һәрикити рәһбири вә дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң шу хилдики тәлипидин кейин мәйданға кәлгән.