Гугул хитай үстидин елхәтләргә тосқунлуқ қилди дәп шикайәт қилди
2011.03.21
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, йеқинда гугулни қолланғучилар өзлири гугулдин ачқан тор понкитлириға кирәлмәйдиған яки униңдики хәт сандуқини ачалмайдиған мәсилигә дуч кәлгән.
Гугулниң шикайәтнамисиға қариғанда, хитай һөкүмити һазир интайин нормал йүрүшүватқан гугулниң “г хәт” мулазимитини тосувелиш яки “г хәт” ләрни устилиқ билән оғрилап кетиш усулини қоллиниватиду.
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси бүгүн гугулниң шикайитини рәт қилиш үчүн, хитай һөкүмити интернетқа тосқунлуқ қилғини йоқ дәп җакарлиди.
Б б с ниң баян қилишичә, буниңдин бурун гугул хитайни, хаккер билән һуҗум қилди дәп әйибләп, хитай базиридин чиқип кәткән иди. Гугулниң мулазимитини хоңкоң вакалитән давамлаштурғандин кейинму, бу йил 2-айда йәнә бурунқидәкла, муһим аталғуларни издисә тапқили болмайдиған мәсилә йүз бәрди. Гугул билән хитай оттурисидики бу әрз-дәвадин йәнә қандақ нәтиҗә чиқидиғанлиқи намәлум.