Гуаңдуңдики вукән кәнти аһалилири диктаторлуққа қарши намайиш өткүзди

Гуаңдуң өлкисиниң люфең шәһириниң вукән кәнтидики аһалиләр, бүгүн йәни дүшәнбә күни намайиш өткүзүп, диктаторлуққа вә хиянәтчиликкә қарши наразилиқ билдүргән.
Өз мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.11.21

Җаң пәмилилик бир намайишчиниң франсийә ахбарат агентлиқиға билдүрүшичә, 4500 киши бу қетимқи намайишни қоллап имза қойған. Намайишчилар қоллирида “ диктаторлуққа қарши туримиз ”, “ хиянәтчиләр җазалансун” вә “ һәқ - һоқуқлиримиз қайтуруп берилсун ” қатарлиқ мәзмунда лөзункилар көтүргән вә шуар товлиған. Мәлум болушичә, намайишқа мәзкур кәнттә йиллардин бери өткүзүлүватқан сахта сайлам сәвәб болған. Намайишчиларниң мухбирға билдүрүшичә, мәзкур кәнтниң башлиқлири 40 йилдин бери вәзипә өтәватқан болуп, һәр қетимлиқ сайламда ялған нәтиҗә пәйда қилип, һоқуқни қолдин бәрмәй кәлгән. Бу кәнттики аһалиләр өткән айдиму йәр мәсилиси һәққидә бир қетим намайиш өткүзгән. Намайиш ахирида улар у кәнттики сақчи понкитиға һуҗум қилип, бир қисим сақчи аптомобиллириға от қойған. Намайишчилар мухбирға, бу қетимқи намайишта тәләплири орундалмиса, намайишниң йәнә тоқунушқа айлинидиғанлиқини әскәрткән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.