Гуантанамодики уйғурлар америкиға қоюп берилиши мумкин

Йәттә йилдин бери, америкиниң гуантанамодики һәрбий түрмисигә қамалған уйғурлар душмән җәңчиси әмәс дәп ақланғандин кийин, уларниң америкиға қоюп берилиши мумкинлики илгири сүрүлмәктә.
Мухбиримиз җүмә
2008.10.06

Вашингтон почтиси гезитидә көрситишичә, гуантанамодики уйғур тутқунларниң адвокатлири мәзкур уйғурларниң америкиниң дөләт бихәтәрликигә һечқандақ тәһдит елип кәлмәйдиғанлиқи испатланған болсиму, әмма тутруқсиз пакитлар билән узақ туруп кәткәнликини тәкитләшкән һәмдә бу уйғурларниң америкиға болупму америкида уйғурлар бир қәдәр көпрәк олтурақлашқан вашингтон райониға қоюп берилиши керәкликини тәләп қилған.

Нөвәттә америкиниң гуәнтанамо һәрбий түрмисидә 17 нәпәр уйғур қамалған болуп, америка һөкүмити бу уйғурларниң һәммисини дүшмән җәңчиси әмәс дәп бекиткән һәмдә һечқандақ дөләт мәзкур уйғурларни қобул қилмиған шараиттиму хитайға қайтуруп беришни рәт қилған иди.

7 - Өктәбир сәйшәнбә күни америка вашингтон коломбийә районлуқ сотта гуантанамодики уйғур тутқунлардин бәш нәпирини қоюп бериш мәсилиси үстидә сот ечилидиған болуп, мәлум болушичә, мәзкур уйғурларниң адвокатлири йәнә қалған 12 нәпәр уйғурниму қоюп берилидиғанлар қатарида ойлишиш һәққидә районлуқ баш сотчи ричард урбина әпәндигә материял йоллиған.

Америкиниң гуәнтанамо түрмисигә әсли 22 уйғур қамалған болуп, буларниң ичидики бәш нәпәр уйғур 2006 - йили ақлинип албанийигә йәрләштүрүлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.