Гуантанамо түрмисидики ака - ука мәһбуслар
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.09.29
2009.09.29
Хәвәрдә билдүрүлишичә мәһбус бәхтияр маһмут әркинлик издәп 2001 - йили чәтәлгә чиққан вә афғанистанда һәрбий тәлим көргән, акиси әркин махмут қериндишини издәп пакистанға чиққан. Икки қериндаш гуантанамо түрмисидә тепишқан.
Бу қетим арал дөлити палавниң гуантанамо түрмисидики 12 уйғурни қобул қилғанлиқи мәһбусларға уқтурулған. Мәһбус бәхтияр махмут тизимликтә акисиниң йоқлуқини, акисиниң түрмидә ялғуз қалидиғанлиқини уққандин кейин, палавға бериш қараридин ваз кәчкән вә гуантанамо түрмисидә акисиға һәмраһ болуп, давамлиқ қалидиғанлиқини билдүргән.
Нөвәттә, бу вәқә ахбарат саһәсиниң күчлүк диққитини тартмақта. Вашингтон почтиси гезити бу һәқтики мақалисидә, америка дөләт мәҗилисиниң, бу ака - ука мәһбусларниң әһвалиға алаһидә муамилә қилип, уларниң америкида қелишиға йол қоюши керәкликини оттуриға қойған.