Америка, гогулға һуҗум қилиш вәқәсигә “наһайити җиддий” муамилә қилидиғанлиқини билдүрди

Америка дөләт ишлар министирлиқи һелларий клинтон ханим, гогул тор бекитиниң һуҗумға учраш вәқәсигә инкас қайтуруп, буниң “наһайити еғир вәқә” икәнликини вә америка һөкүмитиниң буниңға “наһайити җиддий” муамилә қилидиғанлиқини билдүрди.

Гогул ширкити бир қисим херидарлириниң хәт алақә сандуқи һуҗумиға учриғанлиқини, һуҗумниң хитайдин кәлгәнликини елан қилған иди. Клинтон ханим, гогулниң алдинқи күни әһвални америка дөләт ишлар министирлиқиға мәлум қилғанлиқини әскәртип, “бу вәқә наһайити еғир һадисә. Биз буниңға наһайити җиддий муамилә қилимиз. Биз буни тәкшүримиз” дегән.

Буниң алдида ақсарай америкиниң “учур вә алақә асаси әслиһәлиригә қаритилған тәһдит униң иқтисад вә дөләт бихәтәрликигә җиддий хәвп йәткүзидиғанлиқи” ни әскәртип, президент обаманиң буниңға җиддий қарайдиғанлиқини илгири сүргән иди.

Лекин, хитай түнүгүн хитайни тор җасуслуқи елип бериш билән әйибләшниң қобул қилинмайдиғанлиқини әскәртип, гогулниң бу мәсилидики әйиблишини рәт қилған.
Гогул тор бекитиниң илгири сүрүшичә, хитай хаккерлар гогулға кирип, америкиниң юқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлири, һәрбий хадимлири, журналистлар вә хитай паалийәтчилириниң гмаил дики хәт сандуқиға киришкә урунған.

Гогул ширкити һуҗумниң хитайниң шәндуң өлкиси җинән шәһиридин кәлгәнликини илгири сүргән. Гәрчә гогул һуҗумниң хитайдин кәлгәнликини елан қилған вә америка һөкүмити буниңға җиддий қарайдиғанлиқини билдүргән болсиму, лекин улар һуҗумниң арқисида хитай һөкүмити барлиқини ашкара тилға елип бақмиди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org