Гума наһийисидә йүз бәргән хитай аманлиқ күчлири билән болған тоқунушта бир хитай сақчи өлтүрүлди
2011.12.28
Бирақ хитай аманлиқ күчлиридин бир сақчи өлтүрүлгән вә йәнә бир сақчи яриланған. Тәңри тағ тори қатарлиқ ахбарат васитилириниң хәвәрлиридә икки кишиниң бир гуруппа киши тәрипидин гөрүгә елинғанлиқи, гөрүгә елинған кишиләрни қутқузуш җәрянида тоқунуш йүз берип, 7 кишиниң етип ташланғанлиқи, 4 кишиниң яриланғанлиқи вә йәнә 4 кишиниң тирик қолға чүшкәнликини илгири сүргән болсиму, лекин бу кишиләрниң салаһийити, миллити, гөрүгә елинғанларниң кимлики һәм гөрүгә алғучиларниң гөрүгә елиштики мәқситигә даир һечқандақ йип учи берилмигән. Хәвәрдә пәқәт гөрүгә алғучиларниң бир очум “террорлуқ гуруһи” икәнлики илгири сүрүлгән.
Хитай һөкүмити нормалда уйғурларниң һәр хил қаршилиқ көрситиш һәрикитини изчил террорлуққа бағлап кәлгән иди. Бәзи анализчилар бу нуқтини чиқиш қилип, өлтүрүлгән, яриланған вә тирик қолға чүшкән бу кишиләрниң уйғур болуш еһтималлиқи чоңлуқини билдүрди. Вәқәниң гумадики бир тағлиқ районда йүз бәргәнлики көзәткүчиләрни диққитини қозғиған.