Америка пакистанниң һәққаний қораллиқ гуруһини террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзгән

Америка дөләт ишлар министири һиларий клинтон буйруққа имза қоюп, пакистанниң қәбилиләр районида паалийәт қилидиған һәққаний қораллиқ гуруһини террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзгән.
Мухбиримиз әркин
2012.09.07

“ню-йорк вақти” гезитиниң хәвәр қилишичә, клинтон брунейдин русийиниң владивисток шәһиригә қарап йолға чиқиштин бурун, һәққаний гуруһини террорлуқ гуруһ, дәп бекитиш һәққидики буйруққа имза қойған.

Хәвәрдә клинтон вә башқа америка әмәлдарлириниң илгири мәзкур мәсилә һәққидә пакистан тәрәп билән музакирә елип барғанлиқи, америка һөкүмитиниң алаһидә вәкили марк гросманниң җүмә күни обама һөкүмитиниң қарарини пакистанға йәткүзидиғанлиқини билдүргән.

Мәзкур мәсилә америка һөкүмити вә дөләт мәҗлиси ичидә изчил талаш-тартиш қилинип келингән иди. Обама һөкүмити дөләт мәҗлисиниң һәққаний торини “террорлуқ гуруһ” дәп елан қилиш һәққидики күчлүк бесимиға учриған.

Дөләт ишлар министирлиқи вә һәрбий саһәсидики бәзи кишиләр мәзкур гуруһни террорчилар тизимликигә киргүзүш униң сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ дөләтләрдики ианә топлаш һәрикитини тосуп, пакистанниң уларға қарши һәрбий һәрикәт қоллинишиға түрткә болидиғанлиқини илгири сүрүп кәлгән. Бирақ йәнә бәзи әмәлдарлар буниң пакистан билән болған мунасивәткә вә талибан билән билән болған тинчлиқ сөһбитигә сәлбий тәсир көрситишидин әндишә қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.