Хитай клинтон ханимниң сенкаку арили һәққидә қилған сөзигә етираз билдүрди

Хитай ташқи ишлар министирлиқи америка дөләт ишлар министири клинтон ханимниң өткән шәнбә күни сенкаку (дявйү) арили һәққидә қилған сөзигә инкас қайтуруп, клинтонниң сөзи пакитни бурмилиғанлиқ, дәп тәнқид қилди.
Мухбиримиз әркин
2013.01.21

Клинтон ханим өткән җүмә күни японийә ташқи ишлар министири кишида билән вашингтонда көрүшүп, хитайни японийиниң сенкаку арилиға болған контроллуқ һоқуқиға мудахилә қилмаслиққа агаһландурған. У, японийә контроллуқидики районларниң америка-японийә бихәтәрлик шәртнамисигә асасән қоғдилидиғанлиқини әскәртип, биз японийиниң башқурушиға бузғунчилиқ қилидиған һәрқандақ бир тәрәплимилик һәрикәткә қарши туримиз, дегән иди.

У йәнә, биз һәрқандақ бириниң вәзийәтни җиддийләштүрүветидиған һәрқандақ бир һәрикәттә болушини яки районниң тинчлиқ, бихәтәрлик вә иқтисадий тәрәққиятиға бузғунчилиқ қилидиған хата мөлчәрдә болушини халимаймиз, дәп көрсәткән. Клинтонниң агаһландурушида бейҗиңниң исми тилға елинмиған болсиму, бирақ у, биз хитай билән японийиниң бу мәсилини диалог арқилиқ тинч һәл қилишини арзу қилимиз, дәп тәкитлигән.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хоң лей дүшәнбә күни клинтонниң сөзини тәнқидләп: америка тәрәпниң мәзкур баяни пакитқа писәнт қилмиғанлиқ, тоғра-хатани арилаштурувәткәнлик. Җуңго буниңдин қаттиқ нарази болди вә буниңға кәскин етираз билдүрди, дегән.

Японийә кабинет секретари йошихидә суга хоң лейниң сөзини тәнқидләп, хитай тәрәпниң баяни “пәвқуладдә әпсуслинарлиқ” дәп көрсәтти. У: клинтонниң сөзи америкиниң японийә-америка бихәтәрлик шәртнамисидә үстигә алған күчлүк мәсулийитини намаян қилиду, деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.