Америка ташқи ишлар министири һилари клинтон әзәрбәйҗанни зиярәт қилди
Мухбиримиз үмидвар
2010.07.04
2010.07.04
Ббс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, клинтон ханим полшада, америкиниң мустәқиллиқ байрими күни мунасивити билән қилған қилған сөзидә "йәр шаридики барлиқ инсан һоқуқини бастуруш қилмишлири" ға қарши туридиғанлиқини тәкитлигән болуп, у исмини атиған дөләтләр ичидә хитайму бар.
Б б с ниң хәвәр қилишичә, президент илһам елийеф һилари клинтондин әзәрбәйҗан билән әрминийә арисида 1990 - йилидин буян һәл болмай келиватқан тағлиқ қара бағ мәсилисини һәл қилишқа ярдәм көрситишни тәләп қилған.
Һилари клинтон тағлиқ қара бағ тоқунушиниң америкиниң әһмийәт бериватқан мәсилә икәнликини тәкитлигән.
Һилари ханим әзәрбәйҗанға келиштин илгири, америка билән полша һөкүмити америкиниң полшада башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш системиси пиланиға аит келишим түзгән иди.









