Һиндистан америкидин зәмбирәк сетивалидиғанлиқини җакарлиди

Һиндистан һөкүмәт әмәлдари шәнбә күни һиндистанниң топчи қисимлирини заманивилаштуруш үчүн америкидин 560 милйон доллар қиммитидики илғар зәмбирәк сетивалидиғанлиқини җакарлиди.
Мухбиримиз җүмә
2012.05.12

Һиндистан дөләт мудапиә министирлиқиниң исмини ашкарилашни халимиған бир юқири дәриҗилик әмәлдари келишимниң җүмә күни пүтүлгәнликини, келишим бойичә америкиниң “һвоитзер” типлиқ зәмбирәклиридин 145 данә сетивалидиғанлиқини билдүрди.

“һовитзер” типлиқ зәмбирәкләрниң үнүмлүк зәрбә бериш мусаписи 30 километир болуп, бу зәмбирәкләр һиндистанниң чегра мудапиә топчи қисимлириға сәплинидикән.

Хәвәрләргә қариғанда, һиндистан дөләт мудапиәсини көпинчә һалларда хитай вә пакистанни нәзәрдә тутуп күчәйтидикән.

Һиндистан 1947 - йилидин буян хитай билән 3 қетим уруш қилған иди.

Һиндистан бу йил һәрбий хам чотини 30 милярд долларға өстүрүп, илғар су асти парахоти вә реактип күрәшчи айропиланлирини сетивалидиғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.