Илһам тохтиниң бейҗиң айродромида тосуп қелиниши хәлқара мәтбуатларниң диққәт нуқтисиға айланди
2013.02.04
Бирләшмә агентлиқи қатарлиқ он нәччә агентлиқниң хәвиридин мәлум болушичә, бейҗиңдики мәркизий милләтләр университетиниң дотсенти илһам тохти әпәнди 2-феврал шәнбә күни әтигән бейҗиң айродромида тосувелинип, гобав намидики сақчилар тәрипидин 12 саәт сорақ қилинғандин кейин өйигә қайтурулған. Сорақ җәрянида илһам тохтиниң су ичишигә, һаҗәткә чиқишиғиму йол қоюлмиған болуп, франсийә агентлиқи бәргән хәвиридә, илһам тохти әпәндини“қәпәскә соланған уйғур” дәп тәриплигән.
Радиомиз игилигән әң йеңи учурлардин мәлум болушичә, дүшәнбә күни хитайниң дөләт аманлиқини қоғдаш хадимлири илһам тохти әпәндини өйидин чақиртип әкетип давамлиқ сорақ қилған. Индиана университетидики әһвални билидиған әрбабларниң ашкарилишичә, индиана университети илһам тохти әпәндиниң қизиғиму дадиси билән биллә америкиға келиш чақириқи әвәткән болуп, нөвәттә илһам тохти әпәндиниң қизи америкиниң индиана университетиға саламәт йетип кәлгән. Мәктәп даирилири илһам тохти әпәндиниң қизини шу мәктәпкә оқушқа орунлаштуруп, һалидин хәвәр алидиғанлиқини билдүргән.